Хитай уйғурларниң инсанлиқ иззәт-һөрмитигә таҗавуз қилиштәк әҗәллик йоқутиш елип бармақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.02.23
Хитай уйғурларниң инсанлиқ иззәт-һөрмитигә таҗавуз қилиштәк әҗәллик йоқутиш елип бармақта 2017- Вә 2018-йиллири икки қетим җәмий 9 ай ғулҗаниң күнәс наһийәсидики лагериға соланған, һазир америка һөкүмитиниң ярдимидә америкада давалиниватқан лагер шаһити турсунай зиявудун ханим.
Photo: RFA

Йеқинда америкаға кәлгән лагер шаһити турсунай зиявудун вә башқа җасарәтлик бир қисим лагер шаһитлириниң өзиниң хитайниң лагер вә тутуп туруш орунлирида баштин кәчүргән қорқунчлуқ зулум вә хорлуқлирини аңлитиши билән, хитайниң уйғурларға қаратқан зулумлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “ирқий қирғинчилиқ” икәнликлирини испатлайдиған йәниму күчлүк испатлар мәйданға кәлгән вә булар һөкүмәтләр, кишилик һоқуқ тәшкилатлири шундақла хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлири үстидин мустәқил тәкшүрүш елип барғучи мутәхәссисләрниң кәспий вә қануний һөкүм чиқиришиға түрткә болидиған җинайәт пакитиға айланған.

Болупму йеқинқи мәзгилләрдә давамлиқ системилиқ вә тәшкиллик һалда хитай тәрипидин лагерда аялларниң иззәт-һөрмити һәр хил қәбиһ шәкилләрдә таҗавузға учрайдиғанлиқи һәққидә испат бәргән турсунай зияритимиз җәрянида, өзи көргән тәшкиллик басқунчилиқ вә башқа түрдики тәкрар-тәкрар зорлуқниң пәқәт сорақ җәрянидики аялларға қаритилған җинсий таҗавуз болупла қалмай, буниң хитайниң уйғурларни әр аял дәп айримай, уларни милләт сүпитидә җазалаш вә инсан сүпитидә вәйран қиливетишниң васитиси қиливалғандәк инчикә нуқтиларни ашкарилиғаниди.

У: “буни қандақтур уларниң нәпсини қандуруш үчүн қиливатқан хорлиши дәп қаримаймән, бу бир хил уйғурларни җазалаш, уларни өзи һаят болсиму өлгәндин бәттәр бир һалға чүшүрүп, номус шәрипини, инсанлиқ ғурурини вәйран қиливетиш васитиси дәп қараймән. Чүнки аялларла әмәс әрләрниңму номус шәрипиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқиға ишинимән, әмма улар дейәлмәйду әлвәттә. Биз шундақ бир ечинишлиқ амалсиз бир һаләттә. . .” дәйду.

Хитай даирилири йүргүзүватқан инсанийәткә қарши бу қәбиһ җинайәтләрниң лагерда қандақ давам қиливатқанлиқи һәққидә зияритимизни қобул қилған, ахбаратқа тунҗи вә ашкара гуваһлиқ берип келиватқан бирдинбир әр лагер шаһити өмәр бекәли, әрләрни ялиңачлап қоюшқа охшаш җазалаш усулиниң әрләр лагерида кәң көләмдә қоллинидиған, инсанларниң иззәт-һөрмитигә таҗавуз қилишниң бир шәкли болсиму әмма өзиниң биваситә басқунчилиқ яки җинсий таҗавузға учрап бақмиғанлиқини, башқилар учриған тәқдирдиму буни уларниң тилға алалмайдиғанлиқини билдүрди.

Дәрвәқә һәтта әрләрниңму сорақ җәрянида уларниң номус шәрипигә таҗавуз қилиштин ибарәт қәбиһ җинайәтниң қурбани болуватқанлиқи йеңи оттуриға чиққан мәсилә әмәс, буниңдин илгири бир қисим хәлқаралиқ ахбаратларға 2015-йили хитай түрмисидин қутулуп чәтәлгә чиққан абдувәли аюп, хитайниң түрмисидә 15 ай җәрянида бешидин өткүзгән хорлуқлар қатарида, өзиниң җинсий хорлаш вә иззәт һөрмитигә таҗавуз қилиштәк еғир зиянкәшликләргә учриғанлиқини паш қилғаниди.

Норвегийәдин зияритимизни қайта қобул қилған уйғур зиялийси абдувәли аюп “хитайниң лагерлирида мәйли аял яки әрләргә қарита җинсий хорлаш вә басқунчилиқ қилиш уйғурлар чоқум йүзлиниши шәрт болған реал паҗиә” дәп көрсәтти. Абдувәли кәскин һалда: “уйғурларға басқунчилиқ қилиш вә яки башқа зораванлиқлар асасән тутуп туруш орни вә лагерда йүз бериду. Хитайниң қанунсиз рәһимсиз системисиниң ториға чүшүп қалған һәр қандақ бир кишиниң алдида милләт, салаһийәт яки җинсий пәрқи муһим әмәс, һәммиси җинайәтчи сүпитидә иззәт һөрмити таҗавузға учримай қалмайду. Бу сорақ қилишниң ахирқи басқучи вә уларниң сизни өзлиригә бойсундурушниң, вәйран қиливетишниң бир қәбиһ васитиси халас” дәйду.

Явропадин зияритимизни қобул қилған һәбибулланиң, илгири хитайниң үрүмчидики людаван тутуп туруш орни вә 3-түрмидә, бешидин өткүзгән қорқунчлуқ қийин-қистақларниң униң җисми вә роһийитигә чоңқур вә вәһимилик яриларни қалдурғанлиқини һес қилиш тәс әмәс.

У түрмидә хитай сақчилири тәрипидин йеник болғанда ялиңачлап турғузуп қоюш, һақарәтлик сөзләр билән вәһимә селиш, бешини пүркәп қоюп һәр түрлүк җинсий хорлаш қатарлиқ охшимиған шәкил вә васитиләр билән иззәт-һөрмити таҗавуз қилинған. Бу еғир хорлуқлар униң бәдинидә ечинишлиқ татуқ қалдурған болса әмма буниң психикисиға әкәлгән зәрбисини һазирму, әркин дуняда турупму тәкрар тәкрар ипадилинип туридикән. У: “мән психологийилик давалиниватимән, әмма буниң қалдурған вәһимисидин қутулалмидим, бу инсанлиқни пүтүнләй вәйран қилиш өлүмдин бәттәр” дәйду.

“йәршари қануний һәрикити” адвокатлиқ орни, дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши билән бирликтә йеқинда баянат елан қилған болуп, улар адвокатларниң узун муддәт топлиған қануний дәлил-испатму асасән, хитай даирилириниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сиясити тоғрисида қануний йәкүнгә еришкәнликини җакарлиғаниди.

Вашингитондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин зияритимизни қобул қилған тәтқиқатчилардин, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ орган вә тәшкилатлирида мәхсус зулум вә таҗавуз қурбанлирини писхикилиқ йетәкләштә узун йиллиқ тәҗрибигә игә зубәйрә шәмсидин ханим хитай тәрипидин шәрқий түркистанда елип бериливатқан зулумларниң дөләт тәрипидин тәшкиллик елип бериливатқан җинайәт икәнлики, әр-аялларға елип бериливатқан уларниң иззәт һөрмигә таҗавуз қилишни хитайниң бир дөләт террорлуқи дәп тонуйдиғанлиқини билдүрди.

У: “уйғурларниң иззәт-һөрмитигә таҗавуз қилиш, әмилйәттә ирқий қирғинчилиқтинму еғир вә узун муддәтлик сәлбий ақивәтләрни елип келидиған, уйғурларниң инсанлиқиға бир милләт сүпитидә әң әҗәллик зәрбә бериливатқанлиқниң ипадиси” дәп баһа бәрди.

“хәлқара җинайи ишлар соти рим келишими” дә көрситилгәндәк, инсанийәткә зиянкәшлик қилиш қилмиши-кишиләрниң иззәт-һөрмитигә еғир дәриҗидә таҗавуз қилиш яки хорлаштин ибарәт коллектип һәрикәттин келип чиқидиған вәқә болуп, бу йеганә һаләттә яки тасадипий йүз берип қалидиған вәқә болмастин, бәлки һөкүмәтниң сиясити яки һөкүмәт йолға қойған бир қатар зораванлиқ һәрикәтләр сәвәбидин келип чиқидиған қәстләп өлтүрүш, ирқий қирғинчилиқ елип бериш, қийнаш, басқунчилиқ қилиш, сиясий, ирқий, диний җәһәттә зиянкәшлик қилиш қатарлиқ қилмишларни көрситиду. Бу келишимниң 7-маддисида конкрет қилип төвәндикидәк 11 түрлүк җинайәт инсанийәткә зиянкәшлик қилиш җинайити қилип бекитилгән. Булар: 1-қәстләп өлтүрүш қилмиши, 2-ирқий йоқитиш, 3-қул қилиш, 4-сүргүн қилиш яки мәҗбурий көчүрүш, 5-қамаққа елиш яки башқа усулда әркинликини боғуш, 6-қийнаш, 7-җинсий паракәндичилик селиш, 8-қәстән зиянкәшлик қилиш, 9-из-дерәксиз ғайиб қеливетиш, 10-миллий зулум селиш, 11-башқа инсаний болмиған қилмишлар.

Инсанийәткә зиянкәшлик қилиш қилмиши көпинчә һалларда уруш вақитлирида вә демократийә әмәлгә ашмиған диктатор, мустәбит һакимийәт астида йүз бериду. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға тәшкиллик елип барған бу сиясәтлири инсанийәткә зиянкәшлик қилиш қилмиши шәкилләндүргәнлики америка вә қисмән дөләтләр тәрипидин етирап қилинғаниди. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң хәлқара сот тәрипидин сотқа тартилиши вә җазалинишини тәшәббус қилиш күчәймәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.