Хитай иккинчи чоң нефит, тәбиий газ турубиси қурушқа 13 милярд 600 милйон доллар мәбләғ салди


2007.10.25

Бирләшмә агентлиқиниң пәйшәнбә хоңкоңдин тарқатқан хәвиридин мәлум болушичә, хитайдики әң чоң нефит һәм тәбиий газ гуруһи болған хитай нефит, тәбиий газ һәссидарлиқ чәклик ширкити ғәрбий шималда йәнә иккинчи чоң нефит газ туруба қурулуши ясаш үчүн 102 милярд йүән йәни 13 милярд 600 милйон доллар мәбләғ салған.

Хитай нефит, тәбиий газ һәссидарлиқ чәклик ширкити бу мәбләғ арқилиқ қурмақчи болған 8 миң километирлиқ нефит, тәбиий газ йөткәш турубиси қурулушини келәр йил бешида башлап -2010 йили тамамлашни пиланлиған болуп, нөвәттә һөкүмәт тәрәпниң мунасивәтлик тәстиқлири бу йил ахири пүтүш алдида икән.

Авғустниң ахири мәзкур нефит, тәбиий газ һәссидарлиқ чәклик ширкитиниң башлиқи җяң җиеминниң бирләшмә агентлиқи мухбириға ашкарилишичә, мәзкур нефит газ туруба қурулуши илгири уйғур елидә қурулған " ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба қурулуши " дин қалса иккинчи чоң газ туруба қурулуши болуп, асаслиқи түркмәнистандин хитайға тәбиий газ йөткәшни мәқсәт қилидикән.

Мәзкур газ турубиси түркмәнистандин башлинип өзбекистан, қазақистанларни бесип өткәндин кейин үрүмчи арқилиқ ләнҗу, шиән,шаңхәй ахирида гуаңҗуғичә йетип баридикән. Уйғур ели нөвәттә хитайдики әң чоң нефит һәм тәбиий газ базиси болуп хитай һөкүмити төт миң километирлиқ " ғәрбниң газини шәрққә йөткәш" газ турубиси арқилиқ уйғур елиниң тәбиий газини шаңхәйгә йилиға 33милярд куп метирдин аққузмақта.

Хитай мушу сүрәттә газ йөткәшни давам қилса уйғур елиниң тәбиий газ записи 20 нәччә йилға қалмай пүтүнләй түгәйду.

Уйғур елидики йәрлик хәлқ мәзкур газ йөткәш пиланидин һечқандақ мәнпәәткә еришәлмигәндин нарази болуватқандин башқа, мәзкур пилан уйғур елиниң екологийилик муһитини еғир бузғунчилиққа учритип кәлгән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.