4 - Июл күни америкидики уйғурлар бир ариға җәм болуп, америкиниң мустәқиллиқ байримини хатирлиди
2007.07.05
Америкиниң һәр қайси шитатлиридин вә канададин кәлгән уйғурлар, вирҗинийә шитатидики лейик акутник сәйлигаһиға йиғилип, америкиниң мустәқиллиқ байримини қутлаш билән биргә, уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур тәшкилатлириниң қисқиғина вақит мабәйнидә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини шәрһилиди.
Дала сәйлисидә сөз қилған дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, уйғур давасини техиму юқири пәллигә көтириш үчүн һазирлашқа тегишлик шәртләрни оттуриға қойди вә уйғурларниң нөвәттә елип бериливатқан димукратийә вә кишилик һоқуқ күришиниң америка һөкүмити вә ғәрб әллири тәрипидин қоллашқа еришкәнликидин өзиниң толиму хурсән икәнликини билдүрди.
Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә, чәтәлләрдики уйғур пәрзәнтлирини һәқиқий уйғур қилип йетиштүрүшниң толиму муһим бир хизмәт икәнликини, болупму хитай һөкүмити барлиқ вастиләрни ишлитип, вәтән ичидики уйғур балилирини өз ана тилидин мәһрум қилиш сияситини йолға қоюватқан бир пәйттә , вәтән сиртидики һөр әлләрдә яшаватқан кәлгүси әвладларни исми - җисмиға лайиқ уйғур қилип йетиштүрүшниң әһмийитиниң муһимлиқини оттуриға қойди.
Америкидики уйғурлар узун йиллардин бери, америка уйғур бирләшмисиниң башчилиқида америкиниң мүстәқиллиқ байримини хатириләш мунасивити билән һәрхил паалийәтләрни уюштуруп, өзлириниң мустәқиллиққә болған интилиш вә арзу - истәклирини ипадиләп кәлмәктә. (Әқидә)