Хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқини тәбрикләш өмики үрүмчигә кәлди
2005.09.23
Хитай мәркизи һөкүмити компартийә мәркизи комитет сияси биросиниң даими әзаси ло гән башчилиқидики бир вәкилләр өмикини җүмә күни уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш үчүн үрүмчигә әвәтти.
Вәкилләр өмики җүмә күни үрүмчигә йетип барғанда, йәрлик даириләр оттура - башланғуч вә али мәктәп оқуғучилирини вәкилләр өмикини күтүвелишкә сәпәрвәр қилди.
Уйғур аптоном райониниң сабиқ рәислиридин исмайил әмәт вә абләт абдуришитларға вәкилләр өмики тәркибидин орун берилгән.
Уйғур аптоном райониниң 1955 - йилдики қурулуш мурасимиға бейҗиң һөкүмити доң биву башчилиқидики вәкилләр өмикини йоллиған. Аптоном районниң 30 йиллиқиға 50 - йилларда уйғур милләтпәрвәрлирини бастуруш билән нам чиқарған ваң җен әвәтилгән иди.
Бу қетим мәркизи вәкилләр өмики ло гәнниң башчилиқида кәлди. Ло гән хитай компартийисиниң қанун вә бихәтәрлик органлирини башқуриду. У, илгири уйғур аптоном районини зиярәт қилип, ваң лечүәнниң аталмиш "үч хил күч" ни " баш көтәргән һаман йоқитиш," " бөшүгидә уҗуқтуруш" сияситини қоллиған.
Хитай һөкүмити бу йил 7 - айдин башлап аптоном район бойичә аталмиш "үч хил күчләр" ни бастуруш һәрикити қанат яйдурди. Даириләр бу һәрикәтниң 50 йиллиқни тәбрикләш паалийити ахирлашқичә давамлишидиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай икки уйғурни партлитиш садир қилмақчи дәп қолға алди
- Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә
- Хитай даирилири уйғур елидә қорал-ярақ башқурушини чиңитти
- Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур илини зиярәт қилмақчи
- Хитай уйғур аптоном райониниң қурулғанлиқ хатирә күни мунасивити билән контроллуқини күчәйтти