Байинғолинда юқири дәриҗилик бир уйғур кадир өзини өлтүрүвалди


2005.09.26

Уйғур аптоном райониниң байнғулин областидики корла шәһириниң шәһәр башлиқи мутәллип йүсүп, йеқинда намәлум сәвәбләр түпәйлидин өзини өлтүривалди.

Хәлқ ичидә мутәллип йүсүпниң өзини өлтүрүвелиш сәвәблири тоғрисида һәр хил миш - миш гәпләр тарқалған. Әмма даириләр мутәллип йүсүпниң өлүш сәвәбигә һазирғичә рәсми ениқлима бәрмиди.

Мутәллипниң өлүми хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш үчүн тәйярлиниватқанда, болупму компартийә мәркизи комитет сияси бюросиниң даими әзаси ло гән башчилиқидики мәркизи тәбрикләш өмики районни зиярәт қиливатқанда йүз бәргән.

Бу вәқә 1950 - йилларда или вилайитиниң сабиқ валиси абдуреһим әйсаниң, 1960 - йилларда ақсу вилайитиниң сабиқ валиси мәмтимин нәимиларниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидин кейин йүз бәргән, юқири дәриҗилик бир уйғур кадирниң өзини өлтүрүвелиш вәқәси болуп һисаплиниду.

Игилишимизчә мутәллип йүсүп бу йил 44 яшларда болуп, лопнур наһийисидә туғулған икән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.