Хитай уйғур аптоном райониниң қурулғанлиқини тәбриклиди


2005.10.02

10-Айниң 1-күни хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләп, түрлүк дағдуғулуқ паалийәтләрни уюштурди. Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш мурасимида сөз қилған хитай мәркизий һөкүмәт вәкилләр өмикиниң башлиқи, хитай компартийиси мәркизий сиясий қанун комитетиниң секритари логән өз нуқтида йәнә қайтидин муқимлиқи вә үч хил күчкә зәрбә бериш мәсилисини тилға елип, аптоном район хәлқини муқимлиқни күчәйтип, бөлгүнчиликкә қарши турушқа чақирди.

Ло гән униңдин илгирики өзиниң барлиқ паалийәтлири җәрянидиму муқимлиқ мәсилиси вә үч хил күчкә қарши күрәш қилишни изчил тәкитлигән иди.

Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән әвәтилгән хитай компартийиси мәркизий комитети, мәркизий һәрбий ишлар комитети, хәлқ қурултийи, сиясий кеңәш қатарлиқ мәркизий орунларниң тәбрикнамисидиму аптоном район хәлқини муқимлиқни сақлап, шинҗаңни гүлләндүрүшкә чақирилған.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлириниң қаршичә, хитай үчүн һазир әң муһим мәсилә муқимлиқ вә уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитигә қарши туруш болуп, улар бу районда өз һакимийитини орнатқанлиқиға 56 йил болсиму, лекин бир күнму хатирҗәм болалмиди. Буниңдики сәвәб, хитай даирилири өзлириниң уйғурларниң сиясий һоқуқлирини өз ичигә алған барлиқ һоқуқлирини дәпсәндә қилип келиш билән уйғурларниң үзлүксиз қаршилиқиға учриди.

Уйғур тәшкилатлири 1-өктәбирни уйғурларниң матәм күни қилип бекиткән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.