Хитай җ х министирлиқи уйғур елидики җ х органлирини тәқдирлиди
-
2005-10-12 -
-
-
Хитай компартийиси мәркизий сиясий бюросиниң әзаси, хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири җов йоңкаң, уйғур елидики җ х органлириниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мәзгилидә аманлиқ сақлаш хизмитини яхши елип барғанлиқини тәқдирлиди.
Тәңритағ хәвәр ториниң мәлум қилишичә, аптоном районниң 50 йиллиқи мунасивити билән уйғур елидә 9 - айниң 23 -күнидин 10 -айниң 1 - күнигичә һәр хил типтики тәбрикләш паалийәтлири елип берилған болуп, бу мәзгилдә аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик органлири, қораллиқ сақчи қисимлири вә биңтүән җ х органлири бирликтә һәрикәткә келип, аманлиқ қоғдаш ишлирини елип барған.
Хәвәрдә гәрчә бу орунларниң "3 хил күчләргә зәрбә бериш" җәһәттә көрүнәрлик нәтиҗә қазинип, бир қатар чоң типтики йошурун хәвпләрни тармар қилғанлиқи шәрһиләнгән болсиму, лекин бу һәқтә тәпсилий мәлумат берилмигән.
Уйғур паалийәтчилири , хитай сақчи даирилириниң аманлиқ қоғдаш намидики бу һәрикитигә башқичә қарашта болмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш
- Хитай уйғур аптоном райониниң қурулғанлиқини тәбриклиди
- Уйғурлар вашингтондики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилди
- Дуня уйғур қурултийи: хитай һөкүмити "қәрәллик бомба" һазирлаватиду
- Америка, пуқралирини уйғур аптоном райониға бармаслиққа агаһландурди