Америка уйғур бирләшмиси хитай һөкүмитиниң уйғурларни 'террорчи' дәп бастуруватқанлиқиниң пакитлирини елан қилди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.09.10
2008.09.10
Бу һәқтики доклат америка уйғур бирләшмиси вә уйғур кишилик һоқуқ тәтқиқат темиси дегән орган тәрипидин нәқ һөҗҗәт вә фото сүрәт дәлиллири асасида тәйярланған.
Бу доклатта, хитай һөкүмитиниң 'қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланди' дегән нам билән шәрқий түркистанда йеши 8 дин 14 яшқичә болған 160 нәпәр уйғур балилирини тутуп түрмигә ташлиғанлиқи; куча, қәшқәрләрдә 'бихәтәрликни қоғдаш' дегән нам билән 1000 дин артуқ адәмни қолға алғанлиқи қатарлиқ қанунсиз һәрикәтлиригә даир дәлил - пакитларни ашкарилапла қалмай, чәтәлдә туруватқан уйғурларниң уйғур америка бирләшмиси дегән аммивий тәшкилатини, һәтта уйғур демократийә һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханимниму 'террорчи' дегән даиригә қошувалғанлиқиниң пакитлириниму, һәтта һазир йәнә 'хитайниң дөләт байримини қоғдаш' дегән нам билән 200 миң қораллиқ сақчи сәпәрвәр қилғанлиқниң дәлил - пакитлирини көрсәткән.