Кәвсәр ханим иниси адил абликим билән җәм болушни тәләп қилди
2006.05.09

Өткән җүмә күни гүәнтанамо лагиридин қоюп берилгән вә албанийигә орунлаштурулған уйғур мусапирлардин адил абликимниң һәдиси кәвсәр ханим иниси билән өзи яшаватқан шветсийидә җәм болушни тәләп қилди. Кәвсәр ханим сәйшәнбә күни инисиниң қоюп берилгәнлики мунасивити билән мухбирларниң зияритини қобул қилип, "иним билән бу йәрдә җәм болуш вә бу йәрдә биргә яшаш мениң арзуюм " дәйду.
Кәвсәр ханим шветсийә пайтәхтиниң ғәрбидә стокһолмға бир саәт келидиған бир җайда яшайду. Өткән җүмә күни албанийә һөкүмити адил абликим қатарлиқ 5 нәпәр уйғурни қобул қилди. Шуниңға қәдәр америка ташқи ишлар министирлиқи шветсийә қатарлиқ нурғун дөләтләргә уларни қобул қилишни илтимас қилған болсиму, лекин бу дөләтләр уларни қобул қилишни рәт қилған.
Кәвсәр ханимниң әскәртишичә, у инисиниң қоюп берилгәнликини аңлиғандин кейин "хошаллиқидин көз яшлирини туталмиған" . Кәвсәр ханим, "инимни ойлимайдиған бир күнүм йоқ иди" дәйду.
Кәвсәр ханимниң әскәртишичә, у шветсийигә келиштин бурун 2001 - йили мәмликитидин айрилған вә қирғизистан, пакистанларни кезип йүрүп 2002 - йили б д т мусапирлар идарисиниң ярдими билән шветсийигә келип олтурақлашқан. Лекин адил абликимниң һаят йоли һәдисигә қариғанда техиму қараңғу вә әгри- тоқай өтти. У 1999 - йили қирғизистанға сода қилиш үчүн чиқип кейинки чағларда гүәнтанамодин тепилғичә, һечким униң из дерикини алалмиған.
Кәвсәр ханим инисиниң шветсийигә келип олтурақлишишини үмид қилмақта. Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, шветсийә көчмәнләр идарисидики даириләр б д т дин бундақ бир тәләп кәлмигичә адил абликимниң шветсийигә келип һәдиси билән җәм болуш мумкинчилики йоқтәк қилиду, дәп тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай албанийини гүәнтанамудин қоюп берилгән уйғурларни өткүзүп беришкә йәнә үндиди
- Хитай албанийә һөкүмитидин 5 уйғурни қайтуруп беришни тәләп қилди
- Америка, гуәнтанамодики уйғурларниң инсаний муамилигә еришиши үчүн күчигәнликини билдүрди
- Гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң бәши қоюп берилди
- Америка ташқи ишлар министирлики: гуәнтанамодики уйғурлар хитайға қайтурулмайду









