Америка, пуқралирини уйғур аптоном райониға бармаслиққа агаһландурди


2005.09.30

Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиханиси америка пуқралирини тасадипий вәқәләрниң қурбаниға айлинип қелиштин сақлиниш үчүн, уйғур аптоном райониға саяһәткә бармаслиқ тоғрисида агаһландурди.

Америка әлчиханисиниң агаһландуруши, хитай даирилири шәнбә күни уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләштин бир күн бурун елан қилинди.

Америка әлчиханисиниң агаһландурушида "районға баридиған яки шу җайда туруватқан америкилиқлар пиланини еһтиятчанлиқ билән көздин көчүрүп, кишилик бихәтәрликигә диққәт қилиши керәк," дәп тәкитлигән.

Йеқинда шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати синалғу линтиси тарқитип, әгәр хитай һөкүмити райондики басқунчи сияситини өзгәртмисә, хитай нишанлириға қораллиқ қаршилиқ көрситиш һәрикитини өз ичигә алған барлиқ васитиләр билән зәрбә беридиғанлиқини җакарлиған иди.

Америка әлчиханиси, " террорчилар һөкүмәт әмәлдарлири вә аммиви нишанларни айримайду. Америкилиқлар һәрбий вә сақчилар чәклик болған яки болмиған районлар вә чегра җайларда һуҗум нишаниға айлиниши мумкин," дәп агаһландурди. Бу америка һөкүмитиниң тунҗи қетим америка пуқралирини уйғур аптоном райониға саяһәткә бармаслиқ тоғрисида агаһландуруши болуп һесаблиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.