Уйғур елидә әйдиз вироси билән юқумланғанларниң сани тез ашмақта
2004.11.25
Уйғур аптонум районлуқ әйдиз кесилиниң алдини елиш хизмәт комитети уйғур елидә әйдиз виросиниң тез сүрәттә тарқилип, бу йил 9 - айғичә тизимға алдурған әйдиз вироси билән юқумланғучилар саниниң 9346 ға йәткәнликини билдүрди.
Мәзкур комитетниң билдүрүшичә, нөвәттә тизимға алдурған әйдиз вироси билән юқумланғучиларниң 85٪ и әрләр, ٪ 15 и аяллар болуп, көпинчиси 40 яштин төвән яш вә оттура яшлиқлар икән.
Хитай даирилири уйғур елидә әйдиз кесилиниң асаслиқи зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң окул йиңнисини ортақ ишлитишидин , шуниңдәк җинисий алақә вә аниниң балиға юқтуриши қатарлиқ йоллар билән тарқиливатқанлиқини билдүргән.
Бирақ бир қисим күзәткүчиләрниң қаришичә, йеқинқи икки йилдин буян болупму аялларниң әйдиз вироси билән юқумлиниш нисбити тез ешиватқан болуп, җинсий алақә вә аниниң балиға юқтуриши барғансири әйдиз кесилиниң юқумлинишидики асаслиқ вастигә айланмақта.
Уйғур ели хитай бойичә әйдиз вироси әң тез тарқиливатқан район. Чәтәлдики бир қисим күзәткүчиләр, уйғур елидики әйдиз вироси билән юқумланғанларниң саниниң әмилийәттә хитай һөкүмити елан қилған сандин һәссиләп көп болиши мумкинликини, чүнки нурғунларниң кәмситилиштин әнсирәп, өзини тизимға алдурмайдиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә уйғур районидики әйдиз йетимлири һәққидә
- Уйғур районидики аялларниң әйдиз кисилигә гириптар болиши вә униң алдини елиш һәққидә
- Уйғур районидики һамилдар аяллар вә улардин туғулған әйдиз бовақлар
- Уйғур районидики ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрдә еғирлишиватқан зәһәрлик чекимлик вә әйдиз мәсилиси
- Доктор муһәммәт имин әпәнди билән әйдиз һәққидә сөһбәт
- Уйғур елидә әйдизниң кәң даиридә тарқилишиға әгишип, әйдиз йитимлириму көпәймәктә
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати, аялларниң әйдиз кесилигә гириптар болуш мәсилисигә көңүл бөлмәктә
- Австралийә уйғур елидә әйдиз кесилиниң алдини елиш хизмити елип бармақчи