Уйғур елидә 3 айдила әйдиз вируси билән юқумланғучилардин 400 и байқалди


2005.11.06

Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң йеқинда мәлум қилишичә, уйғур елидә бу йил 6 - айдин 9 -айғичә болған қисқиғинә 3 ай ичидила йеңидин әйдиз вируси билән юқумланғучилардин 400 и байқалған.

Шундақ болғанда уйғур елидә байқалған әйдиз вируси билән юқумланғучилар омумий сани 11303 кә йәткән. Буларниң арисида әйдиз кесилигә айлинип болғанлири 311 киши болуп, һазирғичә 83 киши әйдиз кесили билән өлгән. Бу пәқәт ениқланған кесәлликләрниң доклати болғачқа, сәһийә идарилири уйғур елидики әмәлий әйдиз әһвалиниң буниңдин көп еғирлиқини һәтта уйғур елидә әйдиз вируси билән юқумланғучилар саниниң аз дегәндә 60 миңдин ашидиғанлиқини мөлчәрлимәктә.

Әйдиз кесили әһвали уйғур елиниң 14 вилайәт - областида, 75 наһийә-шәһәрлиридә көрүлгән болуп, бу һазир йәнә тез сүрәттә ашмақта икән. Хитай хәвәр торида илгири елан қилинған бир хәвәрдә, үрүмчи шәһиридила тәкшүрүп байқалған әйдиз вируси билән юқумланғучилар саниниң 4386 гә йәткәнлики мәлум болған иди. Хәлқарада ортақ ишлитилидиған һесаблаш усулиға асасланғанда, үрүмчидиму аз дегәндә 20 миң киши әйдиз вируси билән юқумланған болидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.