Ғулҗа пуқралириниң әйдиз вә HIV билән юқумлиниш әһвали кишини чөчитиду


2006.05.12

Хитай сәһийә министирлиқиниң тапшуруқи бойичә или вилайәтлик кесәлдин мудапиә көрүш понкити билән үрүмчи шәһиридики сәһийә органлири бу йил 1 - айдин 3 - айғичә, бу икки шәһәрдики әйдиз вә HIV билән юқумлиниш әһвали еғир, дәп қаралған районларда нуқтилиқ тәкшүрүш елип барған болуп, ғулҗа шәһиридә бу вирус билән юқумлиниш әһвалиниң кишини чөчитидиған дәриҗигә берип йәткәнлики мәлум болған.

Или вилайәтлик кесәлдин мудапиә көрүш понкитиниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир хадими, әйдиз вә HIV ниң ғулҗа шәһиригә тарқилиш әһвалини " теги йоқ қудуқ " дәп атиди. Униң әскәртишичә, әйдиз вә HIV билән юқумланғучиларниң сани үрүмчидә көп икәнлики байқалған болсиму, лекин нопус саниға селиштурғанда ғулҗа шәһириниң биринчи орунда туридиғанлиқини билдүрди. У, " тәкшүрүш ғулҗа шәһиридики әйдиз вә HIV билән юқумлиниш әһвали еғир, дәп қаралған нуқтилиқ җайларда елип берилди " дәйду. Униң ашкарилишичә, ғулҗа шәһири бойичә 6000 адәм үстидин тәкшүрүш елип берилған. Лекин у, тәкшүрүшниң қайси районларда вә қайси милләтни асас қилип елип берилғанлиқини ашкарилашни рәт қилди. Униң әскәртишичә, бу ашкарилашқа болмайдиған мәхпийәтлик икән.

Лекин бизниң ғулҗа шәһиридики сәһийә даирилиридин игилишимизчә, тәкшүрүш елип берилиш нәтиҗисидә әйдиз кесилигә гириптар болған, дәп диагноз қоюлған бимарларниң 88 % ни уйғурлар, қалған 12 %ни хитай қатарлиқ башқа милләтләр игилигән. Или вилайәтлик кесәлдин мудапиәлиниш понкитиниң юқириқи хадими, һазирғичә ғулҗа шәһиридә әйдиз вируси елип йүрүйдиған кишиләрниң 4500 дин ашидиғанлиқини билдүрди. Лекин бу әйдиз вируси билән юқумланғанлиқи техи байқалмиған кишиләрни өз ичигә алмайдикән.

Америкилиқ уйғуршунас доктор җастин роделсун, уйғурларға келидиған миллий хәвп хитайниң сиясий зиянкәшликидин көпәрәк, әйдизниң тәһдити икәнликини агаһландурмақта. Униң әскәртишичә, әгәр әйдизниң тарқилиши мәлум басқучтин өтүп кәтсә, уни контрол қилиш мумкин болмайдикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.