Уйғур елидә әйдиз бимарлири күнигә 17 дин көпәймәктә


2006.11.28

Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң санлиқ мәлуматида ашкарилинишичә, бултур 9 ‏- айдин бу йил 9 ‏- айғичә болған бир йил ичидә, уйғур елидә йеңидин әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң сани 6000 ға йеқин болуп, күнигә тәхминән 17 дин көпәйгән.

Мәзкур мәлуматта көрситилишичә, бу йил 9 ‏- айниң ахириға қәдәр, уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики тизимға елинған әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң омумий сани 17 миңдин ашқан болуп, әйдиз кесилигә гириптар болғучиларниң өзи 700 дин ашқан һәмдә мәзкур кесәл түпәйлидин өлгәнләр сани 100 дин ашқан. Бу сан хитайдики тизимликтики омумий санниң 10% ни игиләйдикән.

Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң мәлуматида ейтилишичә, һазир уйғур елидә әйдиз мәсилиси әң еғир болған район или вилайити болуп, мәзкур җайдики һамилдар аялларниң әйдиз вируси билән юқумлиниш нисбити 1% кә йәткән. Буларниң көп сандикисиниң әрлири зәһәрлик чекимлик түпәйлидин әйдиз вирусини өзигә юқтурувалған, шуниң билән җинсий мунасивәт арқилиқ өз аяллириға юқтурған икән.

Йәрлик сәһийә орунлири"һазир уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң омуми сани 60 миңдин ешип кәтти, шундақла кәлгүси бир нәччә йил ичидә, уйғур елидә техиму кәң даиридә әйдиз апити йүз бериши мумкин" дәп пәрз қилмақта. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.