Уйғур елидә әйдиз бимарлири йәнә көпәйди


2007.03.22

Хитай хәвәрлири тор бетиниң ашкарилишчә, үрүмчидә һазир һөкүмәт тәрәп илан қилған әйдиз бимарлири 6936 нәпәр болуп алдинқи йилдикидин 2051 нәпәр көпәйгән. Бу күнигә тәхминән 6 дин көпәйгәнгә тоғра келидикән.

Франсийә агентлиқиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, 21 ‏- март күни асиялиқ медитсина мутәхәссислири бирлишип асия қитәсидә күнсайин өрләватқан әйдиз апитигә дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғашқа чақирди.

Мәлум болушичә, һазирға қәдәр асияда байқалған әйдиз бимари 8. 5 Милйон болуп, техи байқалмиғанлириниң қанчә милйон икәнлики намәлум икән. Һазир асия қитәси әйдиз кесилиниң юқумлиниши җәһәттә африқидин қалса иккинчи орунда туридикән.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати әйдиз бөлүминиң билдүрүшичә, өткән йили асия қитәсидә 630 миң адәм әйдиз вируси билән қаза қилған.

Йиғинға қатнашқан моңғулийиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики әлчиси бата чойсурин мунуларни билдүрди: саламәтлик вә юқумлуқ кесәлләрдин қоғдиниш еңи товән болған, зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр, паһишә аяллар, аққун ишчилар вә бәччиваз әрләрниң әйдиз билән юқумлиниш хәтири интайин юқири икән.

Уйғур мутәхәссисләрниң қаришичә, уйғур елидә юқириқи иҗтимаий мәсилиләрниң күнсайин өрлишидин башқа йәнә, әйдиз һәққидә тәлим- тәрбийә вә тәшвиқат ишлириниң яхши болмаслиқи, һөкүмәт тәрәпниң йеқиндин көңүл болуп мәсилиләрни түптин һәл қилмаслиқиму әйдиз вирусиниң ямрап кетишидики асаслиқ сәвәбләр болуп һесаблинидикән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2000-йили әйдиз дөләт бихәтәрликигә тәһдит елип килиду дегән асаста бир қарар мақуллиған иди. Өткән йили июнда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий ишлар мәҗлиси әйдиздин юқумлиниш әһвалини "дуняви диққәт-итибар" тәләп қилидиған "дуняви җиддий әһвал" дәп илан қилған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.