Б б с агентлиқи албанийидики бәш нәпәр уйғур һәққидә мақалә елан қилди
2007.01.14
8-январ күни хитай памир тағлиқ районида шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң бир һәрбий мәшқ базисини вәйран қилип, аталмиш 18 нәпәр террорчини өлтүрүп, 17 ни қолға чүшүргәнликини елан қилғандин кейин, бу тема хәлқара мәтбуатлардин кәң орун алди.
Әнгилийә радио телевизийә ширкитиниң бб с агентлиқиниң хитай тили программиси 14- январ күни алдинқи йили америка тәрипидин албанийигә орунлаштурулған бәш нәпәр уйғурниң әһвали һәққидә мәхсус мақалә елан қилди.
Мақалидә көрситилишичә, америка һөкүмити бу бәш нәпәр уйғурниң америкиға тәһдит әмәсликини көрситип уларни қоювәткән һәмдә албанийигә йәрләштүргән болсиму, бирақ хитай һөкүмити таки һазирғичә уларни база тәшкилатиға һесдашлиқ қилидиған мусулман бөлгүнчилири дәп һесаблап, тутушни мәқсәт қилидикән.
Мәзкур бәш нәпәр уйғурниң үчи -аба бәкир қасим, адил абдулһеким вә әхмәд адил болуп, улар мухбирниң зияритини қобул қилип, өзлириниң арзулири һәм әһвалини билдүргән шуниңдәк "хитайниң уларниң қериндашлири йәни түркий тилида сөзләйдиған уйғурларға бастуруш елип бериватқанлиқини, уйғурларниң ислам диниға етиқад қилидиғанлиқи һәмдә узун йиллардин буян мустәқил дөлити болушни арзу қиливатқанлиқини" билдүрүшкән.
Мақалидә көрситилишичә, мәзкур бәш нәпәр уйғур өзлириниң албанийидики турмушиниң көңүллүк икәнликини, албанийә хәлқиниң уларни қарши елип, уларға ярдәм бериватқанлиқини билдүрүшкән, аба бәкир албанийиниң наһайити кәмбәғәликини әмма, өзлириниң қийинчилиқлар алдида һәргизму хитайға баш әгмәйдиғанлиқлирини изһар қилишқан. Улар йәнә өзлириниң албан тилини өгинип, бу йәрдә ишләйдиғанлиқини әскәрткән.
Мақалидә оттуриға қоюлишичә, аба бәкир гуантанамо түрмисиниң улар үчүн бәш йиллиқ қорқунчлуқ чүш икәнлики, уларниң һазир бу қисқа муддәтлик кәчүрмишлирини унтушқа тиришиватқанлиқини изһар қилған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмити гуантанамо һәрбий түрмисидики үч қазақистан пуқрасини түрмидин қоюп берип, қазақистанға қайтурди
- Сәйбин веллит: гуәнтанамодики бигунаһ адәм
- Абабәкри қасим "ню-йорк вақти гезити" дә гуантанамодики тутқунлар һоқуқини қоғдашни тәләп қилди
- Америка сот мәһкимиси гуантанамода қепқалған уйғур тутқунлар үстидин сот ачиду
- Хитай америкидин гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни йәнә тәләп қилди