Албанийигә орунлаштурулған уйғурларниң һаяти барғанчә үмидсизлик қайнимиға петип бармақта


2007.10.17

Америкиниң куба гүәнтанамо саһили һәрбий түрмисидин гунаһсиз дәп қоюп берилип албанийигә җайлаштурулған 5 нәпәр уйғур яшниң бу йәргә кәлгинигә 1 йерим йил болай дәп қалған болсиму , әмма уларниң турмушида анчә көп яхшилинишлар болмиған болуп, ғәрб мәтбуатлирида бу һәқтә берилгән мәлуматларда көрситишичә мәзкур уйғурларниң һаяти барғанчә үмидсизлик қайнимиға петип бармақта икән.

Вашингтон почта гезитидә албанийидә яшаватқан бу бәш нәпәр уйғурни зиярәт қилип елан қилинған " гүәнтанамодин кейин, қуруқ һөрлүк: албанийидики чүшкүн уйғурлар" темилиқ мақалидә көрситилишичә, гәрчә улар албанийигә өткүзүп берилгәндин кейин һаятини йеңидин башлашни арзу қилған болсиму, уларниң үмиди ялған вәдиләр түпәйли көпүккә айланған икән.

Шу бәш уйғур яшниң арисидики яшта чоңрақ абабәкри қасим" биз бу йәрдә, бала- чақилиримизни чақирип келип, оқуп, ишләп өз алдимизға өй тутуп мустәқил һаят кәчүрүшни тәләп қилдуқ. Әлвәттә бу йәрдики һаятни гүәнтанамо түрмисидики һаятқа селиштурғили болмайду" дегән.

У йәнә , гәрчә улар гунаһсиз дәп қоюп берилгән болсиму , кәлгүсигә интайин үмидсиз қарайдиғанлиқини билдүргән.

Абабәкри қасимниң билдүрүшичә йәнә, албан тилини билмәслик сәвәбидин, башқилар билән алақә қилалмай, улар көпинчә вақитни мусапирлар лагиридики өйидә өткүзүшкә мәҗбур болған болуп, уларниң һаяти бала-чақилирини, юрт- мәһәллини сеғиниш ичидә үмидсиз өтидикән.

Мәлум болушичә, албанийигә қоюп берилгән бәшәйләнни өз ичигә алған 21 нәпәр уйғур яш 2001- йили америка армийиси афғанистанға һуҗум қилип киргәндә, пакистан чегрисида йәрлик хәлқ тәрипидин гөрүгә елинған болуп, йәрлик хәлқ уларниң һәр бирини 5000 доллардин америка тәрәпкә сетивәткән икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.