Албанийә һөкүмити 5 нәпәр уйғур яшқа игә чиқидиғанлиқини билдүрди
-
2006-06-15 -
-
-
Албанийә һөкүмти баянат елан қилип, гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилип, албанийигә орунлаштурулған бәш нәпәр уйғур яшқа панаһлиқ бәрмәйдиғанлиқи тоғрисида хәлқара мәтбуатда чиққан хәвәрләрни рәт қилди.
6- Айниң 15- күни албанийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, албанийә һөкүмитиниң гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилип,албанийигә орунлаштурулған бәш нәпәр уйғурни башқа бир дөләткә әвәтишни пиланлаватқанлиқи тоғрисида хәлқара мәтбуатда чиққан хәвәрләр тоғра әмәс. Бу хәвәрләр албанийә һөкүмитиниң рәсмий сияситигә вәкиллик қилмайду.
Албанийә һөкүмити, албанийә дөлитиниң қанунлириға һәмдә хәлқара қанунларға асасән мәзкур кишиләргә яшаш шараиити яритип бәрди шундақла уларниң албанийидә җәмийәткә маслишип яшиши үчүн уларға ярдәм бериду, дейилгән.
Албанийә ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатида йәнә, албанийигә орунлаштурулған бәш нәпәр уйғурниң сиясий панаһлиқ тәлипиниң қанунларға асасән елип бериливатқанлиқи, албанийә һөкүмитиниң бу уйғурларниң албанийидә қилишини қарши алдиғанлиқи һәмдә албанийиниң бу мәсилидә өзиниң мәйданини аллиқачан хитай һөкүмитигә очуқ билдүрүп қойғанлиқи тәкитләнгән.
6-Айниң 14- күни хәлқара мәтбуатларда, албанийә һөкүмитиниң , албанийигә орунлаштурулған бәш нәпәр уйғурға сиясий панаһлиқ беришни рәт қилғанлиқи, уларни башқа бир дөләткә әвәтишни пиланлаватқанлиқи һәққидә хәвәрләр чиққан иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Албанийидики уйғурларниң бу дөләттики келәчики бәк парлақ болмаслиқи мумкин
- Албанийә: бәш уйғурниң мәсилиси хитай - албанийә мунасивитигә тәсир көрсәтмәйду
- Исмайил әмәт америкиниң уйғур тутқунларни хитайға қайтуруп бәрмигәнликини тәнқид қилди
- Гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғурларниң адвокати сәйбин америкини әйиблиди
- Кәвсәр ханим иниси адил абликим билән җәм болушни тәләп қилди