Албанийә һөкүмити гүәнтанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурниң сиясий панаһлиқини қобул қилди
2006.07.26
Албанийә һөкүмити америкиниң гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурниң сиясий панаһлиқини қобул қилди.
Албанийә ички ишлар министириниң билдүрүшичә, албанийиниң тиранадики мусапирлар лагирида туруватқан 5 уйғурниң албанийидики сиясий панаһлиқи 7-айниң 13- күни рәсмий қобул қилинған. Америка даирилири 2001- йили афғанистанда тутқан бу 5 уйғурни америка һөкүмити һечқандақ террорлуқ тәһдити йоқ дәп җакарлап бу йил 5-айда албанийигә әвәткән иди.
Гәрчә хитай һөкүмити изчил түрдә гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларни шәрқий түркистан ислам һәрикити вә әл-қәидә тәшкилати билән бағлиниши бар дәп әйибләп, америкидин уларни хитайға қайтуруп беришни тәләп қилған болсиму, лекин америка һөкүмити бу уйғурларни үчинчи бир дөләткә қайтурушни қарар қилди. Чүнки улар хитайға қайтурулса, хитай һөкүмити тәрипидин террочи вә бөлгүнчи җинайәтлири билән әйиблинип, өлүм җазасиға һөкүм қилиниши мумкин.
Бу уйғурларни қобул қилған албанийә һөкүмити америкиниң уларни албанийигә тапшурғанда бу кишиләрниң һечқандақ террорчилиққа бағлиниши йоқлиқиға капаләт қилғанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң бу уйғурларни террорчи дәп әйиблишигә испат көрситиши керәкликини билдүргән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Албанийә һөкүмити 5 нәпәр уйғур яшқа игә чиқидиғанлиқини билдүрди
- Албанийидики уйғурларниң бу дөләттики келәчики бәк парлақ болмаслиқи мумкин
- Албанийә: бәш уйғурниң мәсилиси хитай - албанийә мунасивитигә тәсир көрсәтмәйду
- Исмайил әмәт америкиниң уйғур тутқунларни хитайға қайтуруп бәрмигәнликини тәнқид қилди
- Гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғурларниң адвокати сәйбин америкини әйиблиди