Албанийидики 5 нәпәр уйғур һәққидә йәнә мақалә елан қилинди
-
2006-08-15 -
-
-
8- Айниң 15 - күни америкида чиқидиған нюйорк вақти гезитидә гуәнтанамодики һәрбий түрмидин қоюп берилип, албанийигә орунлаштурулған бәш нәпәр уйғурниң нөвәттики әһвали һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди.
Нил ливис тәрипидин елан қилинған мақалидә, мәзкур бәш нәпәр уйғур мәһбусниң албанийигә орунлаштурулуши җәрянида, вашингтон, канада, албанийиниң пайтәхти тирана вә бейҗиң қатарлиқ җайларда пәрдә арқисида елип берилған дипломатийә паалийәтлири һәққидә мәлумат берилгән.
Мақалидә шундақла, буш һөкөмитиниң, америка фидрал оттура сотиниң бу кишиләргә америкида сиясий панаһлиқ бериш тоғрисида һөкүм чеқирип қилишидин әндишә қилғанлиқи үчүн, уларни сотқа бирнәччә күн қалған чағда туюқсиз гуәнтанамо түрмисидин қоюп берип албанийигә орунлаштурғанлиқи көрситилгән.
Мақалидә ейтилишичә, америка һөкүмити гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилгән бәш нәпәр уйғурға сиясий панаһлиқ беришкә рази қилиш үчүн албанийиниң шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза болуш тәлипини қоллашни өз ичигә алған бир қатар иқтисадий, сиясий ярдәм вәдә қилған. Дегәндәк, бәш уйғур мәһбусниң албанийигә қәдәм ташлишидин бир күн кейин, йәни 2006 - йили 7- май күни америкиниң муавин президенти дек чейни очуқ - ашкара һалда , албанийә һөкүмитиниң узундин бери арзу қилип келиватқан шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза болуш тәлипини қобул қилидиғанлиқини җакарлиди.
Нил ливисниң мақалисидә баян қилинишичә, гәрчә, албанийигә орунлаштурулған уйғурлар албанийә һөкүмитиниң уларға сиясий панаһлиқ бәргәнликидин наһайити хошал икәнликини билдүргән болсиму, әмма уйғур җамаити яшайдиған бир дөләткә орунлаштурулған болсақ, әң яхши болатти дәп, өзлириниң албанийигә орунлаштурулғанлиқиға болған наразилиқини ипадилигән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Косовалиқ албанлар 5 гүәнтанамолуқ уйғур мусапирниң албанийигә қобул қилинғанлиқидин биарам
- Хитай албанийидин 5 уйғурни өткүзүп беришни йәнә тәләп қилди
- Албанийә һөкүмити гүәнтанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурниң сиясий панаһлиқини қобул қилди
- Албанийә һөкүмити 5 нәпәр уйғур яшқа игә чиқидиғанлиқини билдүрди
- Албанийидики уйғурларниң бу дөләттики келәчики бәк парлақ болмаслиқи мумкин