Уйғур аптоном районидики оқуғучи қобул қилиш ишлири ахирлашти
2005.07.17
Хитайниң тәңри тағ ториниң учуриға қариғанда алтә күнлүк таллап қобул қилиш нәтиҗисидә, уйғур аптоном райониниң ичи-сиртидики 175 нуқтилиқ алий мәктәпкә җәмий он төт миң оқуғучи қубул қилинған.
Бу учурдин ашкарилинишичә, хитай тилида имтиһан бәргәнләрниң иҗтимаий пән вә тәбий пән кәсиплири бойичә алий мәктәпләргә қобул қилиниш нисбити юқири болуп, оқушқа қобул қилинған омумий санниң 60٪ тидин ешип кәткән. Әмма, хитай даирилири техи һазирғичә бу йил оқушқа қобул қилинған оқуғучиларниң милләт тәркиби бойичә нисбитини елан қилмиған болуп, мунасивәтлик маарип мәсилилири көзәткүчилириниң ашкарилишичә, уйғур аптоном районидики уйғурларниң нопуси әң көп вә аптономийә һоқуқи йүргүзгүчи милләт болушиға қаримай, уларниң оқушқа қобул қилиниш нисбити хитайлардин төвән болған.
Уйғур аптоном районида хитай нопусиниң көпийишигә шуниңдәк маарипниң хитайлаштурулишиға әгишип, уйғурларниң алий мәктәпләргә кириш вә хизмәткә орунлишиш нисбити йилдин-йилға төвәнлимәктә. Нөвәттә, бу мәсилә уйғурларниг қаттиқ наразилиқлирини қозғимақта. (Үмидвар)