Уйғур аптоном районида бу йил алий мәктәп толуқ курсилириға 42 миң оқуғучи қобул қилинди
2006.08.04
Бу йил уйғур аптоном райони бойичә хитайниң һәр қайси җайлиридики алий мәктәпләргә толуқ курс бойичә 42 миң оқуғучи қобул қилинди.
Алий мәктәпләрниң толуқ курс синиплириға оқуғучи қобул қилиш хизмити 8 - айниң - 1 күни ахирлашқандин кейин, 2- авғуст күнидин башлап мәхсус курслар бойичә оқуғучи қобул қилиш хизмити башланған. Бу йилқи алий мәктәпләрниң толуқ курсиға оқуғучи қобул қилиш хизмити 7 - айниң 5 - күнидин башлап һесаблиғанда җәмий 28 күн давам қилди.
Хитай мәтбуатлири бу йил аптоном район бойичә адәттики алий мәктәпләрниң толуқ курслириға 42 миң оқуғучи қобул қилинғанлиқини елан қилған болсиму, лекин буниң ичидә уйғур вә қазақ қатарлиқ милләтләрниң қанчилик нисбәтни игиләйдиғанлиқини тилға алмиған. Вәзийәттин хәвәрдар әрбапларниң ашкарилишичә, адәттики алий мәктәпләргә қобул қилинидиған уйғур оқуғучилар сани йилдин - йилға азийип бармақта.
2005 - Йили адәттики али мәктәпләргә қобул қилинған уйғур , қазақ, қирғиз қатарлиқ милләтләрниң сани бу райондин алий мәктәпкә қобул қилинған хитай оқуғучилар нисбитиниң 30 % гә йәтмигән.
Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, миллий оқуғучиларниң алий мәктәпкә кириш нисбитиниң азийип кетишидә аилидики иқтисадий қийинчилиқ вә мәктәп пүттүргәндин кейин иш тапалмаслиқ мәсилиси муһим рол ойнимақта икән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җеңҗу университетидики оқуғучилар исян көтүрүп намайиш қилмақта
- Бу йил ичкиридин уйғур елигә имтиһан беришкә кәлгән 193 нәпәр сахта салаһийәттики оқуғучи байқалди
- Хитайдики 4 милйон алий мәктәп оқуғучисиниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Уйғур аптоном районидин адәттики алий мәктәпләргә қобул қилинидиған оқуғучилар сани елан қилинди
- Уйғур елидә оқуғучиларниң адәттики алий мәктәпкә кириш нисбити 65٪ кә йәткән









