Хитай даирилири уйғур елидә йәнә бир алтун кенини ачти
2005.05.09
Уйғур аптонум районлуқ алтун башқуруш идарисиниң билдүрүшичә, улар үрүмчи билән санҗи чегрисидики тәңритағ муз чоққилирида запас миқтари тәхминән бәш тонна келидиған бир алтунлуқни байқиған һәмдә йеқинда кан ечип, алтун қезиш ишлирини башлиған.
Мәзкур идариниң башлиқи вейниң ашкарилишичә, йеңи қурулған бу кан һәр йили он миң сәр алтун ишләпчиқиралайдикән. Бу үрүмчи вә санҗи әтрапида байқалған көлими нисбәтән чоң болған түнҗи алтун кани һесаблинидикән.
Уйғур елидә йилиға он миң сәр алтун ишләпчиқиралайдиған алтун канлиридин йәттиси бар болуп, уларниң көпинчисиниң алтун записи түгәшкә башлиған. Шуңа хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә алтун записи мол канларни қедириш ишлирини күчәйтмәктә.
Хитай даирилириниң уйғур елидики нефит, тәбиий газ, алтун қатарлиқ тәбиий байлиқларни кәң көләмдә ечиши уйғурларниң наразилиқини қозғимақта. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики байлиқларни булаң- талаң қилип, йәрлик хәлқләрни бу байлиқлардин мәнпәәтләндүрмәйватқанлиқини әйиблимәктә. (Арзу)