Хитай һөкүмити уйғур елидә алтун қезиш йиллиқ миқдарини йәттә тоннилиқ өткәлдин ашурған
2007.12.18
Уйғур ели йәрлик хәвәр торлиридин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ алтун башқуруш идариси йеқинда, уйғур елидә йиллиқ алтун қезиш миқдариниң бу йил йәттә тонна бир миң килограмға йетидиғанлиқини җакарлиған.
Хәвәрләргә қариғанда, бу йил 1 - айдин 11 - айғичә уйғур ели алтун канлиридин қезилған алтун 1999- йилидин буянқи әң юқири сүпәтни көрсәткән.
Нөвәттә уйғур ели хитайдики әң асаслиқ мәдән байлиқлири базиси болуп алтун буниң ичидики әң асаслиқ юқири қиммәтлик металниң бири һесаблиниду, уйғур елиниң икки йүздәк орнида алтун канлири болуп,алтун записи асаслиқ алтай теғи, ғәрбий шимал җуңғар ойманлиқи, тәңритеғи, коинлун тағлири қатарлиқ кәң даириләргә җайлашқан.
Хитай даирилири уйғур елидә алтай, чөчәк, или, қумул вә турпан һәм санҗи қатарлиқ алтә нуқтилиқ алтун районида муқим алтун қазмақта. Һазир бу җайларда алтун тавлашни кәсп қилған кан карханилар 52 гә йәткән.
Хитай даирилириниң билдүрүшичә, уйғур елидә йәнә йеңидин алтун записи байқиливатқан болуп, алтун байлиқини ечишни өзлүксиз күчәйтидикән. Шундақла бу йил йиллиқ алтун қезиш миқдари йәттә тоннилиқ өткәлдин өткән болса келәр йили униңдинму ашурушни пиланлимақта икән. Нөвәттә уйғур елидә шәхсиләр йәни мәбләғ салғучи хитайлар тәрипидин ечиливатқан алтун канлириниң саниму барғанчә көпийиватқан болуп, хитай һөкүмити бу хил шәхси карханиларни уйғур ели байлиқлирини көпләп ечишқа риғбәтләндүрмәктә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Улуғчат наһийисидә бир көмүр кан қудуқида партлаш йүз бәрди
- Бай наһийисидики газлиқтин 3 йил ичидә 22 милярд куб метир газ тошуп кетилди
- Хитай һөкүми уйғур илкидики алтун запаслирини техиму кәң көләмдә ачмақчи
- Шәрқий җуңғарда пәвқуладдә йеңи енергийә райони байқалди
- Ғулҗа наһийисидә йүз бәргән көмүр кан һадисисидә кан игисиниң мәсулийити сүрүштә қилинмиди
- Уйғур ели хитайдики әң чоң нефит базиси болуш алдида турмақта
- Ваң лечуән 'буниңдин кейин җуңгода камлиған көмүр шинҗаңдин тәминлиниду ' дәп җакарлиған
- Хитай, уйғур елидики алтун байлиқлирини қезивелиш қәдимини тизләтмәктә
- Ваң лечуән тәйвәндики гоминдаңниң пәхри рәиси лйәнҗән билән һәмкарлишиш һәққидә сөһбәт өткүзди
- Уйғур елидики көмүркан вәқәси йүз бәрди