Уйғур аптунум райониниң сабиқ муавин рәиси аман һаҗи партийидин қоғлап чиқирилған


2004.10.26

Тәңритағ тор бетидә елан қилинған хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, йеқинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң әзаси, аптонум райониниң сабиқ муавин рәиси аман һаҗи еғир дәриҗидә қанунға хилаплиқ қилди дигән нам билән хитай коммунист партийисидин қоғлап чиқирилған .

Игиләшләргә қариғанда, хитай һөкүмити аман һаҗини буниңдин бир йил илгири қолға елип, униң зади немә җинайәт өткүзгәнлики һәққидә һичқандақ ипадә билдүрмигән иди. Аман һаҗиға даир учурлардин хәвәр тапалмиған уйғур җамаити арсида һәтта “у аллиқачан өлүп кәтти” дигәнгә охшаш ениқсиз мәлуматлар таралған. Аман һаҗиниң канадада турушлуқ иниси елшат һаҗиниң бейҗиңдә өлүп кәткәнликиму, кишиләр арисидики ғул - ғулиниң техиму әвҗ елишиға сәвәп болған.

Узундин бери сүкүттә турған мәркизи һөкүмәт интизам тәкшүрүш комитети йеқинда аман һаҗини хизмәт қолайлиқидин пайдилинип, зор миқдардики нәқ пулға хиянәт қилди вә қериндиши билән тил бириктүрүп, хиянәт қилған пулларни шәхсий карханиси үчүн ишләтти дәп, униңға алди билән партийидин қоғлап чиқириш чарисини қоллинип, униң дилосини әдилийә тармақлириға йоллап беридиғанлиқни елан қилди.

Исмини ейтишни халимиған, аман һаҗиниң әһвалидин толуқ хәвәрдар бир киши истансимизға "елшат һаҗиниң өлими һөкүмәт тәрипидин сүйқәст билән елип берилған. Аман һаҗиға мунасивәтлик дилоға аптонум районлуқ һөкүмәттики бир қанчә каттибашлар четишлиқ. Һөкүмәт ишниң йоғинап кетишиниң алдини елиш вә дилоға мунасивәтлик бир қанчә кишини қоғдап қелиш үчүн мәқсәтлик һалда, алди билән һәммидин хәвәрдар елшат һаҗини өлтүрүп, андин аман һаҗини мәзкур зор иқтисадий дилониң баш җинайәтчиси қилип бекиткән" дәп мәлум қилди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.