Аман һаҗи аптоном районниң муавин рәислик вәзиписидин елип ташланди


2004.11.05

Йеқинда уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң 10 - йиғини, уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалдиниң аман һаҗини аптоном районниң муавин рәислик вәзиписидин елип ташлаш һәққидики тәклипини қобул қилди. Шу күни чирийә наһийилик хәлқ қурултийиниң 13 - йиғини қарар чиқирип, аман һаҗиниң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийидики вәкиллик салаһийитини елип ташлиған. Буниң билән аман һаҗи партийә, һөкүмәт вә хәлқ қурултийидики барлиқ вәзиписидин айрилди. Аман һаҗи илгири чирийә наһийисидин аптоном районлуқ 10 - нөвәтлик хәлқ қурултийиниң вәкили болуп сайланған .

Хитай компартийиси мәркизи интизам тәкшүрүш комитети йеқинда аман һаҗиниң партийидин қоғлап чиқирилғанлиқини җакарлап, униң тәптиш даирилиригә тапшуруп берилидиғанлиқини елан қилған иди. Көзәткүчиләр, аман һаҗиниң һөкүмәт вә хәлқ қурултейидики барлиқ вәзиписидин елип ташлинииши униң сотқа тартилишиниң йолини ачти дәп пәрәз қилишмақта. Аман һаҗи бу йилнң башлири хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин бейҗиңда нәзәрбәнд астиға елинип, хиянәтчилик билән тәкшүрүлгән. Униң канададики иниси елшат һаҗи канададин бейҗиңға чақиртип келингәндин кейин қолға елинған. У түрмидики вақтида өлгән иди. (Әркин )

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.