Җорҗитавн университетида өткүзүлгән муһакимә йиғинида уйғур мәсилилири кәң музакирә қилинди

18 - Сентәбирдин 21 - сентәбиргичә давамлашқан америка пайтәхти вашингтондики җорҗитавн университетида өткүзүлгән мәркизий явро - асия җәмийитиниң хәлқаралиқ муһакимә йиғининиң шәнбә күнидики мәхсус тарих муһакимә тармиқида "уйғур ели вә уйғурларниң заманиви тарихшунаслиқи һәмдә хитай тилидин башқа мәнбәләр" мавзу астида үч мутәхәссис мәхсус уйғур һазирқи заман тарихи, уйғурчә вәхпә қол язма һөҗҗәтлири һәмдә уйғур тарихий мәнбәлирини қандақ ишлитиш вә униң муһимлиқи һәққидә илмий доклат бәрди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.09.21

 Мәзкур йиғинниң йәкшәнбә күнидики сиясәтшунаслиқ мәсилилиригә аит қисмида йәнә төт нәпәр мутәхәссис уйғурларниң қош тиллиқ маарип әһвали вә униң өтмүши, уйғур миллий тибабәт чүшәнчилири, 21 - әсирдики уйғурларниң мәдәнийәт кимлик тәрәққияти һәмдә хитай ишләпчиқириш армийисиниң тәрәққият мусапилири вә характери қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр һәққидә өз доклатлирини оқуп өтти.

Мәркизий явро - асия җәмийитиниң бу қетимқи йиғинда уйғурлар һәққидә мәхсус он парчә мақалә оқулған болуп, тема даириси наһайити кәң, иҗтимаий пәнләрниң һәр саһәсигә мәнсуп мәсилиләр музакирә қилинидиған,дәриҗиси бир қәдәр юқири һесаблинидиған мәзкур муһакимә йиғинда уйғур темиси үчүн мәхсус икки доклат бериш соруни уюштурулуши көрүнәрлик йеңилиқ болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.