Ваң лечуән "америка башлиқ дүшмән күчләр уйғур елиниң муқимлиқиға тәһдит салмақта"дәп көрсәтти
2007.08.07
7 - Авғуст уйғур елидики барлиқ хитай мәтбуатлири баш бетигә "бөлгүнчиликкә қарши күрәшни чоңқур , пухта илгири сүрүп шинҗаңниң муқимлиқини давамлиқ қоғдаш керәк" сәрләвһилик хәвәр бесилди.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, 5 - һәм 6 - авғуст күнлири уйғур елидә идеологийә вә сиясий қанун системисиниң муқимлиқ хизмити йиғини ечилған болуп , йиғинда партком секритари ваң лечуән америкини дүшмән күч дәп рәсмий тәкитләп " ғәрбтики америка башлиқ дүшмән күчләрниң инсаний һоқуқ , милләт, дин қатарлиқ мәсилиләрдин пайдилинип уйғур елини парчилаш, ғәрбләштүрүш сүйқәсти бар " дәп көрсәткән .
Ваң лечуән йиғинда йәнә , хитай коммунист партийиси 17 - нөвәтлик қурултийиниң ғәлибилик ечилиши үчүн , уйғур аптоном районида хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур елиниң муқимлиқини қоғдаш тоғрисидики түрлүк чоң тәдбири вә аптоном районлуқ парткомниң орунлаштуруши билән идеологийә вә сиясий қанун сестимисиниң бөлгүнчиликкә қарши туруш ,сиңип киришниң алдини елиш хизмитидә биринчи сәптә туруп , америка қатарлиқ дүшмән күчләрниң муқимлиққа селиватқан тәһдитини тонуп йетип " қаттиқ зәрбә бериш, қаттиқ бесим ишлитиш " вәзийитини сақлап , үч хил күчләргә зәрбә беришни йәниму пухта күчәйтип , муқимлиққа капаләтлик қилиш билән тәң йәнә уйғур аптоном райониниң гүлләнгән , бай, инақ, яхши вәзийитини сиртқа тәшвиқ қилишни күчәйтиш керәк " дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит бүгүн , ваң лечуәнниң юқурқи баянлириға қарши баянат елан қилип , ваң лечуәнниң бу сөзлири , хитайниң 2008 олимпик вә 17 -нөвәтлик партийә қурултейи һарписида уйғур елидә йәниму қаттиқ сиясий бастуруш һәрикәтлирини елип беришниң бир сигнали дәп билдүрди . Мәзкур хәвәр һәққидә вәқә һәм мулаһизә сәһипимиздә йәниму тәпсилий мәлуматлар бәрмәкчимиз. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечуән "шинҗаңға ярдәм бериш пидаийлар" қошунини күтүвалди
- Хитай җамаәт хәвипсизлик министирлиқи йеңи бир қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлимақчи
- Ким кимниң дүшмини? (2)
- Хитай мутәхәссислири хитайниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан маарип сияситини тәнқид қилди
- Нюйоркта ,хитай һакимйити астидики аз санлиқ милләтләр ниң әһвали һәққидә йиғин өткүзүлди
- Қисқа хәвәрләр
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлири үрүмчидә сақчилар тәрипидин сорақ қилинди