Хитай ханлиқ җәмәт әвлади давут мәхсутханға көргәзмихана ечип бәрди

Һазир хитай йәрлик һөкүмәт даирилири, коча наһийиси тәвәсидә яшиған ханлиқ җәмәт әвлади давут мәхсутханға аталған бир көргәзмихана ачқан болуп, тәңритағ торида көрситилишичә, мәзкур көргәзмихана куча наһийилик һөкүмәтниң ичигә орунлаштурулған.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.15

 Бу көргәзмихана 50 квадрат метир кәңликидики өй болуп, буниңға давутханниң кичик вақтидики сүрәтлири, чиң ханиданлиқи уни хан қилип тәйинлигәнликигә аит ярлиқ вә хитайда әмгәк билән өзгәртилиши қатарлиқ һөҗҗәт ‏ - материяллар қоюлған.

Мәлум болушичә, давут мәхсутхан чиң ханданлиқиниң кейинки мәзгиллиридә уйғур елигә тәйинлигән йәрлик ханлардин қумул, турпан ханлириға охшаш кучаға тәйинлигән "куча хани" икән.

Бу һәқтә тохталған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң ейтишичә, хитай даирилири уйғур елиниң қумул, турпан вә куча қатарлиқ җайлирида, әйни вақитта манҗу империйиси, чиң сулалиси билән һәмкарлашқан уйғур юрт чоңлириниң әвладлирини тепип чиқип яки улар қалдурған тарихи изналарни мәбләғ селип йеңилап вә һәр хил шәкилдә мәна берип қуруп чиқип, аталмиш "вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси" елип бериш базисиға айландурған болуп, давутхан көргәзмиханисиму әнә шуларниң бир қисими икән.

Униң билдүрүшичә йәнә, бу пәқәт хитай даирилириниң өзлири оттуриға қоюп келиватқан уйғур или "әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми иди" дегән сәпсәтини асас билән тәмин етиш үчүн елип бериватқан тиришчанлиқлириниң бир қисми икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.