Пүтүн дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар йеңи йилни дағдуғилиқ күтүвалди


2008.01.01

Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар бу йеңи йил байримини түрлүк мәзмунлуқ паалийәтләр арқилиқ дағдуғилиқ күтүвалди.

Радиомиз еришкән хәвәрләргә асасланғанда, яврупа, америка вә оттура асиядики дөләтләрдә яшаватқан уйғур җамаәтлири җайлардики сиясий һәм аммивий тәшкилат һәмдә уйғур җәмийәтлириниң тәшкиллик орунлаштуруши билән асасән җайларниң вақти буйичә 2007 - йилни 31 ‏- декабир күни ахшими байрамлиқ паалийәтләр арқилиқ йеңи йил байримини тәбриклигән.

Җүмлидин америкидики уйғурларниң йеңи йил паалийити, америка уйғур бирләшмисиниң орунлаштуруши билән аликсандирийә шәһиридә 31 ‏- декабир өткүзүлди,паалийәткә америка пайтәхти вашингитон шәһири һәм қошна шитатлардики уйғурлар болуп икки йүздин артуқ уйғур қатнашти.

Америка уйғурлири һәр йили йеңи йил һәм башқа миллий һейт ‏- байрамларда ортақ паалийәтләр өткүзүп кәлмәктә, бу қетимлиқ йеңи йиллиқ паалийәт уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң тәбрик сөзлири билән башланди, америкидики уйғурлар өзлири тәйярлиған сәнәт программилири вә балилар номурлири, опчә сама, хорлар билән 2008 ‏- йилни техиму әһмийәтлик һәм рәңдар күтүвалди. Бу һәқтики тәпсилий мәлуматни хәвәрләрдин кейин аңлиғайсиләр. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.