Америка уйғурлири роза һейтни күтүвалди


2007.10.14

10-Айниң 13-күни америка пайтәхти вашингтон йенидики шималий виргинийә иҗтимаий алий техникомниң ернист мәдәнийәт мәркизидә уйғурларниң роза һейт паалийити өткүзүлди.

Америка уйғурлири бирләшмиси билән хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң бирлишип тәшкиллиши астида өткүзүлгән бу паалийәткә вашингтон әтрапида яшайдиған вә башқа штатлардин кәлгән 250дин артуқ уйғур вә уйғурларниң достлири иштирак қилди.

Ечилиш мурасимида сөз қилған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим вәтән ичи вә сиртидики барлиқ уйғурларни җүмлидин мусулманларни роза һейти билән тәбрикләш билән биргә уйғурларға һәқиқий хушал һейт кәйпияти тилиди.

" Бүгүн вәтәнниң һәммә йеридә һейт, уйғурлар самаға чүшмәктә, бир-бирини һейт билән тәбрикләшмәктә, лекин, уларниң бу һейти хитай даирилириниң бесими вә зулуми астида өтүватқанлиқи үчүн улар өзлирини һәқиқәтән хушал вә әркин һес қилалмайду, дуняниң башқа әркин, мустәқил мусулман хәлқлиригә охшаш кәйпиятта һейт өткүзәлмәйду. Уларниң ойниған самалирида аччиқ вә ғәзәп һәм қайғу ипадилинип туриду" дәп сөзини башлиған рабийә қадир ханим вәтән ичи-сиртидики барлиқ уйғурларни өз һоқуқлири, әркинликини қолға кәлтүрүш вә миллий кимлики, дини кимликини қоғдаш үчүн ортақ күрәш қилишқа чақирди. Бүгүнки мәзкур роза һейт паалийитигә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң вәкилиму иштирак қилип, уйғурларни тәбриклиди. Көпчилик қоюқ миллий пураққа игә музикиларға җүр болуп усул ойнап, һейт хушаллиқини ипадилиди.

Америка уйғурлири мундақ шәкилдики бирләшмә паалийәтләрни изчил өткүзүп кәлмәктә.

Америка уйғурлири бирләшмиси вә дуня уйғур қурултийи йәнә, бу йил 11-айниң 12-күни, вашингтон әтрапида 1933-йили вә 1944-йили 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан җумһурийәт күнини дағдуғилиқ өткүзүш үчүнму тәйярлиқ қилмақта.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.