Хәлқара кәчүрүм тәшкилати президент бушни уйғурлар мәсилисидә ху җинтавға бесим ишлитишкә чақирди
2005.09.02
Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америкида елип баридиған зиярити башлиништин илгири баянат елан қилип, америка президенти җорҗи бушни ху җинтав билән учрашқанда, уйғур сияси мәһбусларни қоюп бериш вә рабийә қадирниң аилә- тавабати вә содисиға бузғунчилиқ қилишни тохтутуш тоғрисида бесим ишлитишкә чақирди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтонда турушлуқ вәкили т. Кумар җүмә күни елан қилған баянатида, "уйғурлар ана тили чәклиниш, нурғун кишиләр суал сорақсиз түрмигә ташлиниш, мәсчитләр пичәтлиниш вәзийитигә дуч кәлмәтә. Болупму рабийә қадир қоюп берилгәндин кейин у қутулди, әмма униң аилә - тавабати зиянкәшликкә дуч келиватиду," дәп тәкитлигән.
Хитай дөләт рәиси ху җинтавни зиярити 6 - синтәбир күни башлиниду. Т. Кумар, хитайларниң рабийә қадир аилә - тавабати вә уларниң содисини назарәт қилиш үчүн алаһидә бир бөлүм тәсис қилғанлиқини әскәртти. Униң тәкитлишичә, президент буш рабийә қадирниң аилә - тавабати дуч келиватқан мәсилини оттуриға қоюши керәккән. Т . Кумар " биз президент бушниң бу мәсилини җидди оттуриға қоюп, ху җинтавдин мәлум дәриҗидә җаваб елишқа чақиримиз," деди.
Ху җинтав, 7 - сентәбир күни президент буш билән сөһбәт елип баридикән. Шу күни уйғурлар рабийә қадирниң башчилиқида намайиш қилиду. Вашингтондики хитай әлчиханисиниң баянатчиси, "бәзи затларниң хитай - америка мунасивитигә пайдисиз ишларни қилмаслиқини үмид қилимиз," деди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай баҗ идариси "әқидә ширкити" ни тәкшүрди
- Бейҗиң даирилири шәрқий түркистан күчлирини йәнә әйиплиди
- Ху җинтав, президент буш билән енергийә вә сода мәсилисини музакирә қилиду
- Рабийә қадир, ваң лечүәнниң әйибләшлирини қәтий рәт қилди
- Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди