Илида 100 миң киши һөл йеғин апитиниң тәсиригә учриди
2004.11.15
Или тәвәликидин игилишимизчә, или дәря вадилирини асас қилип йүз бәргән һөл йеғин апитиниң тәсиригә ғулҗа шәһири вә или областиниң чапчал, қорғас, нилқа, текәс қатарлиқ наһийилири еғиррақ учриған болуп, өткән һәптидин башлап яққан қар арилаш ямғур һазирғичә давам қилмақта икән.
Или областлиқ хәлқ ишлири идарисиниң уйғур елидики хәвәр торлириға бәргән хәверигә қариғанда, или тәвәликидә 70 нәччә саәт яққан қар -ямғурда һазирға қәдәр100 миң киши су апитидә қалған болуп, нурғун өйләрдин су өтүп өрүлүп чүшкән, өйсиз қалғанлар 40 миң кишигә йәткән.Һәмдә 109 қотан вәйран болуп 181 туяқ мал чарва өлгән, төт мәктәптики йәттә еғиз синип өрүлгән, 40 нәччә синиптин су өтүп кәткән.
Һәр һалда һазирға қәдәр апәттә амминиң өлүм - йетим яки яридар болғанлиқи һәққидә хәвәр берилмиди.
Үрүмчи истималчилар гезитиниң или тәвәликидики бу апәт һәққидә бәргән хәвиридә көрситишичә, нөвәттә апәт йүз бәргән районларда 90٪ кә йеқин аһалиләрниң өйлири лай кесәк өйләр болуп, асасән һәммисидә су өткән һәмдә дәз кәткән әһваллар көрүлүп хәтәрлик өйләргә айланған. Апәт еғиррақ болған наһийилиләрдә, амма мәктәп вә башқа идарә биналирида апәт өтүп кәткүчә вақитлиқ паналанмақта икән.
Биз бу һөл - йеғин апитиниң кәлтүрүп чиқарған зиянлири һәққидә тәпсили мәлумат елишқа тириштуқ, һөл - йеғин апитиниң тәсиригә бир қәдәр еғир учириған нилқа наһийисигә телифон қилғинимизда бир аял зияритимизни қобул қилди вә суаллиримизға җаваб бәрди.
Биз йәнә или областлиқ хәлқ ишлири идарисидин апәттин қутқузуш ишлириниң қандақ елип бериливатқанлиқини сораш үчүн телифон қилғинимизда, әҗәплинәрлики улар, илида апәт йүз бәрмиди, һава бәк яхшиғу дәп җавап бәрди.
Нөвәттә апәт болған или тәвәликидики наһийә, йезиларда һава темпраторисиму тез төвәнләп, апәткә учириғанлар сани барғанчә көпийип,улар туралғуөй вә ямғурдин мудапиәлиниш әслиһәлири һәмдә башқа әпәттин қутқузуш боюмлириға җидди еһтияҗлиқ болуп турмақта икән. (Гүлчеһрә)