Уйғур елиниң бир қисим районлири кәлкүн апитиниң еғир тәсиригә учриди
2005.06.22
Бу йил 6 - айниң оттурилиридин буян, уйғур елидики или қазақ аптоном области, қизилсу қирғиз аптоном области вә қәшқәр вилайити қатарлиқ җайларниң бир наһийә вә шәһәрлири қаттиқ ямғур сәвәбидин кәлкүн апитиниң еғир тәсиригә учриди. Шундақла мушу айниң ичидила кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 5 кә йәтти.
Апәттин қутқузуш орунлириниң дәсләпки чиқарған статистикисиға қариғанда, кәлкүн сәвәбидин бу районларда җәмий 3540 туяқ мал-варан өлгән, 70 миң моға йеқин отлақ вә 4 миң мо әтрапидики терилғу йәр вәйран болған, 400 километирлиқ қатнаш йоли бузуветилгән һәмдә 177 көврүк вәйран болған. Шундақла йеңисар наһийисидә йүз бәргән бир қетимлиқ кәлкүндила 3 милйон юәнгә йеқин иқтисадий зиян келип чиққан.
Мунасивәтлик орунлар һазир қутқузуш ишлирини елип бериш билән биргә, апәт кәлтүрүп чиқарған зиянлар үстидә илгирләп тәкшүрүш елип бармақта. Биз илгири или областиға телефон ечип мәлумат игилигинимиздә, бу райондики кишиләр, гәрчә мунасивәтлик орунлар қутқузуш ишлирини елип бериватқан болсиму, лекин улар тартқан зиянларниң орнини толдурувалғили болмайдиғанлиқини билдүргән иди.
Бу арида хитайниң шәрқий җәнубий қисимлириму кәлкүн апитиниң тәсиригә еғир учриған болуп, гуаңши өлкисидила кәлкүндә 44 киши қаза қилған шундақла бу райондики 100 миңдин ошуқ аһалә башқа җайларға тарқақлаштурулған. (Пәридә)