Алтай вә турпанда йүз бәргән апәттә қаза қилғанлар сани көпәймәктә

Уйғур дияриниң көплигән җайлирида йүз бәргән ямғур апиитидин мәйданға кәлгән лай - латқа серилиш нәтиҗисидә, қаза қилған адәм сани 19 ға йәткән.

Хитай хәвәр агентлиқиниң 6 ‏- июл күнидики хәвиригә қариғанда, или вадиси бойидики районлар еғир дәриҗидә ямғур апитигә дуч келип, тоққузтара наһийисидики тағарсин җилғисида йүз бәргән кәлкүн икки деһқан аилисини еқитип кетип, 4 кишиниң өлүмини мәйданға кәлтүргән. Апәттә қаза қилғанларниң һәммиси балилар болуп, чоңи 15 яшта, кичики 5 яш икән.

Пәқәт , тоққузтара наһийисидә бу қетим йүз бәргән апәттә зиянға учриған адәм сани 2400 дин ашидикән. Апәттә 800 модин артуқ терилғу мәйдани вәйран қилинғандин сирт, 1000 дин артуқ чарва мални өлтүргән. Буниңдин келип чиққан иқтисадий зиян 1 милйон йүәндин ешип кәткән.

Бу арида , бай наһийисидә йүз бәргән кәлкүндә , ғәрбниң нефитини шәриққә йөткәш қурулушиниң асаслиқ газ енергийиси қисми бузғунчилиққа учрап бир адәм өлгән.

Мәзкүр апәттә йәнә, турпанда тағдин еқип чүшкән лай - латқа , таш йол вә төмүр йолларни бузувәткәндин сирт, 10 адәмниң өлүмигә 5 адәмниң из - дерәксиз йоқап кетишигә сәвәб болған.

Алтай районида йүз бәргән лай - латқа серилиш вәқәсидә болса 5 нәпәр чарвичи өлүп, һазирға қәдәр 5 адәмниң из - дерики йоқ икән. (Әқидә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org