Америкида хитайниң аптономийә қануни һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди


2005.04.13

Америкидики бир қисим зиялийлар дүшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетида хитайниң уйғур вә тибәт районидики аптономийә қануни һәққидә испат бәрди.

Испат бериш йиғиниға америкидики хитайниң етник мәсилилири тәтқиқати билән шоғуллинидиған мутәхәссисләр қатнишип, хитайниң аптономийә қануниниң қәғәздила яхши болуп, әмәлийәттә йоқ икәнликини билдүрди.

Мутәхәссисләр йиғинда йәнә, хитайда аптономийә қануниниң милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини әмәс, бәлки дөләт мәнпәәти вә дөләтниң бирликини қоғдашни чиқиш қилидиғанлиқини билдүрди.

Мәзкур испат бериш йиғиниға йәнә, уйғур мәсилиси үстидә көп издинишләрни елип барған индиана университетиниң профессори гарднер бовиңдонму қатнашти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.