Хе лули уйғур елигә миллий територийилик аптономийә қануниниң иҗрасини тәкшүрүшкә кәлди
Хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин башлиқи хе лули башчилиқидики хәлқ қурултийи даимий комитети миллий територийилик аптономийә қануниниң иҗрасини тәкшүрүш гурупписи 31-авғуст күни үрүмчигә йетип келип, уйғур елидики 11 күнлүк қанун иҗрасини тәкшүрүш хизмитини башлиған.
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири абдуреһим һамид бу тәкшүрүш гурупписиға атап орунлаштурулған доклат бериш йиғиниға риясәтчилик қилди һәмдә йиғинда аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитет рәһбәрлири уйғур аптоном районида миллий територийилик аптономийә қануниниң изчил йолға қоюливатқанлиқи һәққидә доклат бәрди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, хе лули доклатни аңлиғандин кейин мундақ дегән " миллий територийилик аптономийә қануни елан қилинип йолға қоюлған 22 йилдин буян, мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети тунҗи қетим қанун иҗрасини тәкшүрүшни йолға қойди, бу мәркәз милләтләр хизмити йиғининиң роһини чоңқур изчиллаштуруп миллий територийилик аптономийә қанунини изчиллаштуруш вә йолға қоюшни алға силҗитиш, миллий районларниң иқтисадий, иҗтимаий тәрәққиятини илгири сүрүштә түрткилик рол ойнайду".
Уйғур көзәткүчиләр хитайниң уйғур елидә миллий територийилик аптономийә қануниниң иҗрасини тәкшүрүшкә айрим гуруппа әвәтишигә, нурғун ғәрп әллири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитай һөкүмитини миллий територийилик аптономийә қанунини яхши әмәлийләштүрмигәнлики һәққидә әйибләшлириниң сәвәп болған болиши мумкинликини көрсәтмәктә. (Пәридә)