Рабийә қадир ханим ақсарайда


2007.07.03

white-house-July-3-07-200.jpg
Рабийә қадир ханим бүгүн ақсарайда президент бушниң аяли лора буш билән көрүшти. Mrs. Bush meets with Rabiya Kadeer on July 3rd, 2007 / Photo by UAA

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим бүгүн ақсарайда президент бушниң аяли лора буш ханимниң ишхана мудири анита мекбрайт билән көрүшүп, уйғурларниң нөвәттики әһвали , хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити һәққидә мәлумат бәрди. Сөһбәт җәрянида лора буш ханим ишханиға кирип, рабийә қадир ханим билән алаһидә көрүшти.

Дуня уйғур қурултийи мәсуллириниң билдүрүшичә, рабийә қадир ханим ақсарайдики сөһбәттә, хитай һөкүмитиниң ешинчи әмгәк күчлирини йөткәш сиясити рамкиси ичидә, уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә йөткәш сиясити, уйғур сиясий мәһбуслар мәсилиси, болупму түрмиләрдики сорақ җәрянида қаттиқ қийин-қистақ астида өлгән уйғурларни өзини өлтүрүвалди яки кесәл билән өлди, дәп уларниң җәсәтлирини аилилиригә тапшуруп бериватқанлиқи вә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң паспортлирини йеғивилиши қатарлиқ уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан муһим мәсилиләрни оттуриға қойған.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, 6‏- июн күни чех җумһурийитиниң пайтәхти прага шәһиридә, америка президенти җорҗ буш билән көрүшкинидә, лора буш ханим билән сәмимий бир достлуқ орнатқан иди.

Көпчиликкә мәлум болғандәк, президент буш прагадики учришиштин бурун, чех җумһурийитиниң сабиқ президенти васлав һавәл тәрипидин тәшкилләнгән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ йиғинида қилған сөзидә, рабийә қадир ханимға юқири баһа бәргән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.