Қара 2 - тәбиий газлиқида партлаш йүз берип, икки адәм өлди
2005.06.05
Ақсуниң бай наһийиси қизил йезисиға җайлашқан қара 2 - тәбиий газлиқниң мәркизи бир тәрәп қилиш завутидики үскүнә партлап, икки адәмниң өлиши вә тоққуз адәмниң еғир ярилинишини кәлтүрүп чиқарди.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, партлаш вәқәси 3 - май күни чүштин кийин, завут даирилириниң икки данә тәбий газ прислаш үскүниси орунлаштуруп, синақ тәриқисидә ишлитиш җәрянида йүз бәргән.
Қара тәбиий газлиқи, хитайниң ғәрбниң гезини шәрққә йөткәш қурулушидики асаслиқ тәбий газ елиш мәйдани болуп, вәқә сәвәбидин газ тәминләш ишлири вақтинчә тохтап қалған. Хитай нефит ширкитиниң билдүришичә, газ тәминләшниң әслигә келиши үчүн үч күндин бәш күнгичә вақит кетидикән.
Хитай даирилири нөвәттә вәқә йүз беришиниң сәвәби вә вәқәниң кәлтүрүп чиқарған иқтисадий зиянлирини тәкшүрмәктә.
Қара 2 - тәбиийи газлиқиниң ениқланған запас миқдари 284 милярд күп метир келиду. Хитай һөкүмити бу тәбий газлиқ арқилиқ чаңҗяң дәрясиниң төвәнки еқимлирини газ билән тәминлимәктә.
Хитай һөкүмити гәрчә ғәрбниң гезини шәрққә йөткәш қурулушини ғәрбни ечиш вә тәрәққи қилдуруш пиланиниң бир қисми дәп билдүриватқан болсиму, бирақ йәрлик уйғурлар буни уйғур елиниң тәбиий байлиқлирини халиғанчә булаң - талаң қилиш дәп қаримақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидики хоңйәнчи електир истансисида партлаш вәқәси йүз бәрди
- Хитай уйғур елиниң тәбий газлирини йөткәшни җиддийләштүрмәктә
- Ақсудики даириләр милләтләр иттипақлиқи ейини миллий җайлардики бихәтәрликни күчәйтиш билән күтүвалди
- Хитай, қазақистан- хитай нефит туруба йоли қурулушини башлиди
- Хитай нефит- химийә ширкити, уйғур илида нефит санаитигә йәнә мәбләғ салиду