Хитай аз санлиқ милләтләр мәдәнийитигә қарита ассимилятсийә қилиш сияситини рәт қилди
Хитай дөләтлик миллий ишлар комитетиниң муавин мудири, 21 - сентәбир күни, мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилип, җоңгу һөкүмитиниң һечқачан, аз санлиқ милләтләр мәдәнийитигә қарита ассимилятсийә вә тосқунлуқ қилиш сиясити йүргүзмигәнликини билдүрди.
Әнгилийә радио - телевизийә ширкити б б с ниң билдүришичә, мәзкур хитай әмәлдари, хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләрниң өрп - адәтлиригә һөрмәт қилип кәлгәнликини, бирақ бир милләтниң мәдәнийитини қоғдидуқ дәп, бу милләтни дунядин айривитишкә болмайдиғанлиқини тәкитлигән.
Нөвәттә, аз санлиқ милләтләр районлирида болупму уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң маарипини хитайчилаштуруш сиясити йолға қоюливатқан болуп, хитай болмиған милләтләр мәдәнийитиниң йоқилип кетиш гирадавиға қарап меңиватқанлиқи хәлқараниң күчлүк диққитини қозғаватқан муһим мәсилиләрниң бири болуп қалди.
Мәркизи агентлиқ, хитай миллий ишлар рәһбириниң сөзини нәқил кәлтүрүп "хитайда милләт нәзирйиси вә милли сиясәт йолға қоюлуш билән биргә, баравәрлик, иттипақлиқ мәвҗут, мениң қаришимчә, бизниң сияситимиз мәдәнийәтни ассимилятсийә қилиш әмәс бәлки мәдәнийәтни тәрәққи қилдуруш мәсилиси" деди.
Дуня мәдәнийитигә һәссә қошқан уйғур миллити, маарип, мәдәнийәт вә тәнтәрбийә саһәлиридә зор нәтиҗиләрни мәйданға кәлтүргән болуп, бирақ хитай һөкүмити, уйғурларниң маарип сәвийси һазирқи пән - мәдәнийәт дәвригә мас кәлмәйду, дегән баһанә билән али мәктәп, оттура мәктәп һәтта башланғуч мәктәптин башлап, уйғурларни хитайчә оқутуш сияситини йолға қойди.
Чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири, буниңға қаттиқ наразлиқ билдүрүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита ассимилятсийә қилиш сиясити елип бериватқанлиқини дуня җамаәтчиликигә ашкарилиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном районида қош тилда оқуйдиған миллий оқуғучилар 6 йилда 50 һәссә көпәйгән
- Уйғур аптоном районида өз - ара қошувитилгән миллий вә хитай мәктәплириниң сани 700 ашти
- Хитай даирилири уйғурларға қаратқан тил сияситини давамлиқ күчәйтмәктә
- Ваң лечүән уйғур өсмүрлиригә хитай тили өгитиш хизмитини изчил түрдә күчәйтишни тәкитлиди
- Җяңсу "шинҗаң толуқ оттура синиплири" ға оқуғучи қобул қилиш көлимини кеңәйтти