Хитай оттура асияға қаратқан тәшвиқатни күчәйтмәктә


2005.02.27

Шинҗаң хәвәр ториниң учуриға қариғанда, хитай компартийиси вә һөкүмитиниң авази болған шинҗаң хәлқ радио истансиси қазақ тилида радио программиси аңлатқанлиқиниң 50 йиллиқини дағдуғилиқ хатирилигән.

Бу хатириләш паалийитигә уйғур аптоном райони рәһбәрлиридин әсхәт керимбай вә нур бәкри қатарлиқлар қатнишип сөз қилған. Нур бәкри қазақ тилидики программиларниң тез сүрәттә сиртқа йүзлиниш нишанини үчүн хизмәт қилип, шинҗаңниң яхши сиртқи образини тиклишини үмид қилидиғанлиқини шуниңдәк шинҗаң хәлқ радио истансисиниң тәшвиқат күчини ашурушиниң муһимлиқини тәкитлигән һәм бу арқилиқ муқимлиқ, ислаһат вә тәрәққият үчүн төһпә қошушни тәләп қилған.

Хәвәрдә көрситилишичә дәсләпки вақитта күндилик қазақчә аңлитиш пәқәт 30 минут болған болса, һазир у көпәйтилип 18 саәт 30 минутқа йәткүзүлгән.

Хәвәрләргә қариғанда хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян нурғун мәбләғ аҗритип оттура асия дөләтлиригә қаритилған тәшвиқатни күчәйтишкә әһмийәт бәргән . Өткән йилидин етибарән өзбекистан, қирғизистанға һәр күни "җуңго авази" намида уйғурчә вә қирғизчә радио аңлитиш һәм телевизийә программиси тарқитишни йолға қойған. Алмутида мәхсус шинҗаң мәдәнийәт һәптилилики өткүзгән һәмдә қазақлар турмушиға аит кино қоюш қатарлиқ түрлүк паалийәтләрни елип барған.

Хитай даирлири қазақ, қирғиз вә уйғур тиллардики мәхсус радио вә телевизийә программилири арқилиқ хитайниң тәрәққияти вә күч-қуввитини шуниңдәк компартийә рәһбәрликидә һәр қайси милләтләрниң иттипақ вә бәхтияр яшаватқанлиқини намайән қилмақчи болған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.