Хитай даирилири рабийә қадирниң үрүмчидики сода сарийини ахтурди
Хитай сақчилар пәйшәнбә күни бу йил 3 - айда түрмидин қоюп берилгән мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң үрүмчидики сода сарийиға бесип кирип, "әқидә ширкәтләр гуруһи" ниң ишханисидики һөҗҗәт, тохтамнамә вә архипларни шундақла бихәтәрлик сандуқидики 32 миң сом пулни елип кәткән. Рабийә қадирниң оғли абликим сақчиларниң қолға елиш тәһдитигә дуч кәлгәндин кейин қечип кетишкә мәҗбур болған.
Буниңдин бир күн бурун рабийә қадир сода ширкитиниң икки хадими сақчилар тәрипидин қолға елинған иди. Шу күни сақчилар җоңго банкисиниң бир хадими билән бир аманәт қәрз вакаләтчилик ширкәтниң мәсулини қолға елип, рабийә қадирниң ширкитини қәрз соммиси билән тәминлиди, дәп әйиблигән.
Игилишимизчә қолға елинғанлар җоңго банкисиниң үрүмчи шөбисидики аманәт қәрз тартиқиш бөлүминиң мудири кәримә билән, җоңйүән веййөй аманәт қәрз ишлар вакаләтчилик ширкитиниң мәсули шүй пәмилилик аял икән. юқириқилар, "әқидә ширкәтләр гуруһи" ға берилгән банка аманәт - қәрз тохтимини бикар қилишни рәт қилғандин кейин қолға елинған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики хадими т .Кумар, " бу һәрикәтниң мәқсиди рабийә қадирниң ағизини етиш шундақла униң тиҗаритигә бузғунчилиқ қилиш," дәп көрсәтти.
Рабийә қадирниң ашкарилишичә, даириләр уни бу йил 3 - айда қоюп бериштин бурун , "әгәр сән америка барғандин кейин уйғурларға даир сәзгүр мәсилиләрни тилға алсаң , үрүмчидики тиҗаритиң вә бала - чақилириңни вәйран қиливетимиз," дәп тәһдит салған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими техичә қоюп берилмиди
- Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими, хитай бихәтәрлик идариси тәрипидин тутуп кетилди
- Рабийә қадир сода сарийидики икки нәпәр хадим тутқун қилинди
- Уйғур кишилик һоқуқ дәвасини қоллиғучилар америкидин уйғурларға көңүл бөлүшни тәләп қилди
- Рабийә қадир , америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиқини паш қилди