Дуня уйғур қурултийи " айропилан вәқәси" тоғрисида баянат елан қилди


2008.03.10

Йәкшәнбә күни хитай һөкүмити икки нәпәр уйғурниң айропиланни партлитиш арқилиқ бейҗиң олимпикигә һуҗум қилиш қәстидә болғанлиқини елан қилғандин кийин, дуня уйғур қурултийи рәиси вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға "террорчи" дегән қарини чаплап, уйғурларниң дуня миқясида елип бериватқан сиясий һәрикәтлиригә зәрбә беришкә урунуватқанлиқини билдүриду.

Рабийә қадир ханим "бу пүтүнләй ялған. Барлиқ қарилашлар пүтүнләй ойдурма" деди.

Рабийә қадир ханим франсийә агентлиқиға бәргән баянатида уйғурлар һәққидә тохтилип: "уйғурлар өз әркинлики үчүн көрәш қиливатиду, лекин уйғур хәлқи башқиларға зәхмәт йәткүзидиған ишни һәргиз қилмайду. Бизниң дилимиз бәк юмшақ" деди.

Рабийә қадир ханим йәнә: " хитай һөкүмитиниң бирла нишани бар, у болсиму, террорчилиқ оюнини ясап чиқип, өзи террорлуқ вәқәсини кәлтүрүп чиқирип, уйғурларға дөңгәп қоюш" дәйду.

Рабийә қадир ханимниң билдүрүшичә, у һазир америка ташқи ишлар министирлиқи вә ақсарай билән көрүшүп мәзкур вәқә һәққидә сөһбәт елип бериш һәққидә издиниватқан икән.

юқириқи хәвәр тоғрисида баянат бәргән дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң уйғурларни айропилан булаш вәқәси чиқириш арқилиқ олимпикни вәйран қилмақчи болди дәп әйиблишидә, бир йошурун сиясий муддиасиниң барлиқини, бейҗиң олимпики йетип келиш алдида туруватқан назук пәйтләрдә, уларниң шундақ бир сәзгүр темини қайтидин оттуриға қоюп уйғурларни хәлқарада ялғуз қалдуруш арқилиқ уйғурларниң сиясий күрәшлиригә зәрбә бәрмәкчи болуватқанлиқини көрсәтти.

Йәкшәнбә күни уйғур или рәиси нур бәкри ахбарат саһәсигә 7 - март күни бир уйғур қизниң җәнуб авиатсийә ширкитиниң үрүмчидин бейҗиңға қарап йолға чиққан йолучилар айропиланини партлитишқа урунғанлиқи сәвәблик айропилан ләнҗуда җиддий қонушқа мәҗбур болғанлиқини, гумандарниң айропилан хадимлири тәрипидин бойсундурулғанлиқини билдүргән иди. (Җүмә)‏

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.