Хитай һөкүмити террорчиларниң һуҗуми дәп иғва иҗад қилғанлиқидин тенивалди
Җәнубий австралийидә чиқидиған 'скопикал нюс' скопикал нәвс гезити бүгүн, дуняда болуватқан йеңи вәқәләргә инкас қайтуридиған бир обзор елан қилип, хитай һөкүмити террорчиларниң айрупилан партлитиш һуҗуми һәққидә 'өзи иҗад қилған' иғвадин тенивалди, дәп баян қилди. Бу обзорниң йениға ху җинтавниң қол пулаңлитип ишарәт билдүрүватқан фото сүрити бесилған.
Бу обзорда "бейҗиңда өткүзилидиған дуня олимпик мусабиқисиға 150 күн қалғанда, хитай һөкүмити айрупилан партлитиш вәқәси' дегән бир вәқәни елан қилди, вәқәдин кейин болса, у бир қетимлиқ тәһдит болған иди, әмма ундақ айрупилан партлитиш вәқәси' йүз бәрмигән, пәқәт айрупиланда чәтәлдә ишләнгән суюқлуқ байқалған иди. Шу чағдиму айрупилан хадимлири пәқәт җиддийләшмиди, айрупилан йәнила бейҗиңға бихәтәр йетип кәлди. Бу вәқә һазир тәкшүрүлүватиду. Бизниң һава қатнишимиз бихәтәр, йәрлик вә чәтәллик йолучиларниң әндишә қилиши һаҗәтсиз, дейиш арқилиқ һөкүмәт өзи иғва тоқуп чиқип, уйғурларға сүйиқәст қилмақчи болғанлиқидин тенивалди" дәп баян қилинған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси: "рабийә уйғурларниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили"
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- "Йәр шари характерлик террорлуқ вә хәлқара һәмкарлиқ" мавзулуқ хәлқара йиғин әнқәрәдә башланди
- Чиң гаң рабийә қадирниң " айропилан булаш вәқәси" һәққидики баянатини рәт қилди
- Дуня уйғур қурултийи " айропилан вәқәси" тоғрисида баянат елан қилди
- Исмаил тиливалди "үч хил күчләргә зәрбә бериш" тики мәйданини ашкарилиди
- Хитай дөләт кабинти "шинҗаң мәсилиси" тоғрисида мәхсус йиғин чақирди