"Айропилан вәқәси" һәққидә йеңи мәлуматлар ашкариланди


2008.03.20

Ройетирс агентлиқи 20 ‏ - март бейҗиңдин бәргән хәвиридә 7 ‏ - март күни йүз бәргән "айропилан вәқәси " һәққидә йәнә бир қатар йеңи мәлуматларни хәвәр қилди. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, вәқә гумандарлири айропиланға пакистан вә оттура асия дөләтлири паспорти билән чиққан. Әмма оттура асиядики қайси дөләтниң паспорти қоллинилғанлиқи хәвәрдә билдүрүлмигән.

Ройтерисниң, хитайниң мәлум бир бихәтәрлик мутәхәссисидин игилишичә, вәқә гумандари 3 нәпәр болуп, бир әр вә аял гумандар пакистан паспорти билән айропиланға чиққан, 19 яшлиқ аял гумандар, бихәтәрлик тәкшүрүшидин өткәндә, алаһидә йолучилар ишикидин бензин қачиланған қутиларни мувәппәқийәтлик өткүзгән.

Ройетирс, авиатсийә тармақлиридин әһвал игилигәндә, вәқә гумандарлиридин 19 яшлиқ қизниң пакистанда тәлим алғанлиқини, оттура асия кимликикә саһип гумандарниң 30 яшларда икәнликини, вәқәни пиланлиғучи вә рәһбәрлик қилғучиниң болса, пакистан паспортиға игә икәнликини билдүргән вә уларниң қолидики чәтәл паспортлириниң сахта яки қанунсиз йол билән елинған паспорт болуши мумкинликини баян қилған. Мухбир уларниң исим - памилиси қатарлиқ башқа учурларни сориғинида, юқириқи мәлуматларни бәргән киши, " булар сәзгүр учурлар" дәп җаваб беришни рәт қилған.

Айропилан вәқәсигә аит мәлуматларниң мундақ парчә - парчә вә вақит өткүзүп ашкарилиниши, көзәткүчиләрни ойландурмақта. Ваң лечуән чаршәнбә күни уйғур елидики мухбирларни күтүвалғанда, вәқә гумандарлириниң айропилан қазаси пәйда қилиш мәқсити, пилани вә һәрикәт җәрянини иқрар қилғанлиқини билдүргән иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.