Хитай шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатини нарин вәқәсигә чатти
2005.09.06
Сәйшәнбә күни шәрқий түркистан күчлирини уйғур аптоном районида йеқинқи 10 йилдин бери 160 пуқрани өлтүрүш, 260 қетим вәқә садир қилиш билән әйиблигән хитай терроризимға қарши туруш идарисиниң муавини җав йоңчин, шинхуа ахбарат агентлиқиға 2003 - йили 4 - айда қирғизистанниң нарен районида йүз бәргән уйғур содигәрләрни өлтүрүш вәқәсиниң шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати тәрипидин елип берилғанлиқини илгири сүрди.
Әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири җавниң сөзини хитайларниң уйғурларни бастуруш һәрикитигә баһанә тепиш тиришчанлиқи, дәп баһа бәрмәктә.
Җав, шәрқий түркистан күчлири" ялғуз җоңгоғила әмәс, пүтүн районниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға тәһдит," дәйду. У, шәрқий түркистан күчлирини мәктәп вә йәслиләргә зәһәр ташлаш вә партлитишни пиланлаш билән әйиблигән.
Әмма, мәркизи ню - йорктики җоңго кишилик һоқуқи тәшкилатиниң хоңкоңда турушлуқ вәкили николас бекюлин, хитай даирилирини "улар шинҗаңда аз санлиқ милләтләрниң һоқуқи вә диний әркинликини зор вә җидди йосунда дәпсәндә қилишни қанунлаштуруш йолини тутмақта," дәп әйиблигән. Бекюлинниң тәкитлишичә, " һөкүмәт терроризимни баһанә қилиш яки гуман қозғаш арқилқ чәтәл дөләтлириниң диққәт - нәзирини бу районда йүз бериватқан вәқәләрдин йирақлаштурушни ойлайдикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Уйғур елидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип берилди
- Хитай һөкүмити уйғур елидә террорчилиққа қарши сақчи тәрбийиләш мәркизи қурмақчи
- Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди
- Хитай қуруқлуқ армийиси үрүмчидә тәйярлиқ топчилар полкини қурди