Бағраш көлидә белиқчилиқ порти қурулмақта
2007.12.04
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, йеқинда корлиға җайлашқан уйғур елидики әң чоң татлиқ су көли болған бағраш көлидә белиқчилиқ порти қурулушқа башлиған.
Бағраш көлиниң белиқ мәһсулатлири әзәлдин даңлиқ болуп, хитай даирилири буни йәниму кәң ечиш үчүн 10 йиллардин буян көп қетим мәбләғ салған иди. Нөвәттә бағраштин йилиға 6000 тонна белиқ чиқиватқан болуп, буниң ичидә алаһидә қиммәтлик белиқ түрлирила 2500 тоннини игиләйдикән. Бағрашниң белиқ мәһсулатлири асасән японийә қатарлиқ дөләтләргә екиспорт қилинидикән.
Хитай даирилири йеқинда йәнә алтә милйон йүән мәбләғ селиш арқилиқ, қирғақтики 235 метир қуруқлуқни өз ичигә алған даиридә ишхана вә башқа әслиһәлири тәл болған белиқчилиқ портини ясап чиқишқа тутуш қилған.
Әгәр йеқин арида белиқчилиқ порти ишқа киришсә, 150тин артуқ белиқчилиқ кемилирини бирла вақитта тохтитишқа һәмдә уларниң белиқ қачилаш, чүшүрүш һәмдә тиҗаритини системилиқ башқурушқа болидикән.
Бағраш көли хитай бойичиму бәш чоң татлиқ су көлиниң бири болуп, ички деңиз дәпму атилиду. Бағрашниң игилигән мәйдани һазирқи хоңкоң билән баравәр келиду.Нөвәттә бағраш көлиниң белиқчилиқ саһәсини пүтүнләй хитайлар вә хитай өлкилиридин келип мәбләғ салғучилар игилигән болуп, әслидики белиқчилиқ билән җан беқип келиватқан йәрлик уйғурлар болса,бағраш көли қирғақлиридики йезилардин йираққа тарқақлаштурулмақта шундақла йәрликләрниң өз алдиға белиқ тутушиға йол қоймайдиған түрлүк қанун- низамлар түзүлгән болуп әгәр хилаплиқ қилинса еғир җәриманә елинидикән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай оқуғучиларни уйғур елиға маканлаштуруш тәдбирлири ишқа ашурулмақта
- Уйғур илидин бейҗиңға әрз сунушқа барған хитай әрздарларниң сани көпәймәктә
- Ваң лечүән қатнашқа мәсул муавин министир қилип өстүрүлмәкчи
- Хитай уйғур елини ғәрбий шималидики әң чоң чошқа базиси қилип қуруп чиқмақчи
- Һөкүмәт вә сақчи даирилири турпанда йүз бәргән наразилиқ һәрикитини йошурмақта
- Уйғур ели билән сибирийә арисидики мунасивәтләр қоюқлашмақта
- Уйғур елиниң иҗтимаий муқимлиқиға зади немә тәһдит селиватиду ?
- Ваң лечүән, муқимсизлиқ уйғур елидә йәнила җиддий мәсилә, деди
- Хитай һөкүмити ақсуға муқимлиқ сақлаш назарәт қилиш өмики әвәтти