Хитай һөкүмити уйғур елидә террорчилиққа қарши сақчи тәрбийиләш мәркизи қурмақчи


2005.08.31

Хитай даирилири 29 - авғуст күни уйғур елиниң мичүән шәһиридә оттура асия террорчилиққа қарши сақчи ишлири һәмкарлиқ тәрбийиләш мәркизиниң қурулушини рәсмий башлиди.

Тәңритағ хәвәр ториниң мәлум қилишичә, хитай һөкүмити 700 милйон юән хираҗәт аҗратқан бу мәркәздә, хитай сақчилири, оттура вә җәнубий асиядики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң сақчи қисимлири билән бирликтә, террорчилиққа қарши һәмкарлиқ чениқишлирини елип баридикән. Шундақла бу йәрдә йәнә, "террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний радикал" темилирида өгитиш вә тәтқиқат курслири ечилидикән.

6 Миң мо келидиған қақаслиқ йәргә қурулған бу мәркәздә йәнә бир қанчә йиллардин кейин, тик учар айрупилан қонуш орни, әмәлий җәң мәшқ райони, йиник вә еғир типтики қораллар арқилиқ қариға етиш мәйдани қатарлиқ заманивий мәшқ базилири қурулмақчи.

Франсийә ахбарат агентлиқиму бу хәвәрни нәқил кәлтүрүп, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида, хитай даирилириниң болупму уйғур елидики юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириниң йеқиндин буян һәр хил ахбарат елан қилиш йиғинлирида, уйғур мустәқилчилирини хәлқара террорчилиқ билән бағлап әйибләватқанлиқини хәвәр қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.