Рабийә қадир ханимниң памир игизлигидики дилони тәкшүрүш тәлипи хитайниң рәт қилишға учриди


2007.01.11

Хитай һөкүмити, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбри рабийә қадир ханимниң б д т ниң памир игизликидики вәқә һәққидә тәкшүрүш елип бериши тоғрисидики тәлипини рәт қилди.

Пәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларниң күтивилиш йеғинида бир мухбирниң рабийә қадир ханимниң памир игизликидә йүз бәргән вәқә һәққидә б д т тәрипидин тәкшүрүш елип берилиши тоғрисиидики тәлипи һәққидики суалини җавабландурған хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав": хитай һөкүмитиниң афғанистан- пакистан чегра районидики террорлуқ лагириға қарита елип барған һуҗуми, хитайда әлқаидигә охшаш бир тәшкилатниң оттуриға чиқишиниң алдини елишни мәқсәт қилған" деди.

"Җуңгуниң террорчилиққа қарши елип барған һуҗуми һәм хитай үчүн һәм дүня үчүн пайдилиқ" дәп көрсәткән һәмдә террор лагириниң шәрқий түркистан исламий һәрикитигә аит икәнликини илгири сүргән лию җәнчав, бу тәшкилатниң б д т тәрипидин террорлуқ тәшкилатлар тезимликигә киргүзүлгәнликини билдүрди.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 9‏- декабир күни бир баянат елан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини вәқә һәққидә тәкшүрүш елип беришқа чақирған һәмдә хитай һөкүмитидин әгәр хәлқарада итибарлиқ бир дүләт болушни халиса, б д т ниң памир игизликидә йүз бәргән қанлиқ вәқә һәққидә тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилишини тәләп қилған иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.