"Барин инқилабиниң 15 йиллиқи" намлиқ китаб нәшр қилинди


2005.04.06
barin-150.jpg
Китабниң муқависи

Барин инқилабиниң 15 йиллиқи мунасивити билән, дуня уйғур қурултийи тәрипидин нәшр қилинған "барин инқилабиниң 15 йиллиқи" намлиқ китаб истанбулда нәшр қилинди.

"Барин инқилабиниң 15 йиллиқи" намлиқ бу китаб җәмий 220 бәт болуп, барин вәқәси һәққидики 22 мақалә киргүзүлгән. Китабта сиясийон муһәммәт имин һәзрәт, абдуреһим рахман, орхун оғли, низамидин һүсәйин қатарлиқ апторларниң барин инқилаби һәққидики мақалилириға орун берилгән.

Китабниң немә сәвәбтин нәшр қилинғанлиқи вә униң тарихий әһмийити һәққидә мәлуматларға игә болуш үчүн дуняға уйғур қурултийи баш катиби долқун әйса әпәндини вә китабни нәшргә тәйярлиғучи абдуҗелил туран әпәндини зиярәт қилдуқ.

Бу һәқтики мәлуматларни ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.